1Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Шундақта Худаниң һөкүмигә учримайсиләр.
2Чүнки силәр башқилар үстидин қандақ баһа билән һөкүм қилсаңлар, Худаму силәрниң үстүңлардин шундақ баһа билән һөкүм чиқириду. Силәр башқиларни қандақ өлчәм билән өлчисәңлар, Худаму силәрни шундақ өлчәм билән өлчәйду.
3Әнди немә үчүн бурадириңниң көзидики қилни көрүп, өз көзүңдики лимни байқиялмайсән?!
4Сән қандақму бурадириңға: «Қени, көзүңдики қилни еливетәй!» дейәләйсән? Чүнки мана, өзүңниң көзидә лим туриду!?
5Әй сахтипәз! Авал өзүңниң көзидики лимни еливәт, андин ениқ көрүп, бурадириңниң көзидики қилни еливетәләйсән.
6Муқәддәс нәрсини иштларға бәрмәңлар, яки үнчә-мәрвайитлириңларни тоңғузларниң алдиға ташлап қоймаңлар. Болмиса, улар буларни путлирида дәссәп, андин бурулуп силәрни талайду.
7Тиләңлар, силәргә ата қилиниду; издәңлар, таписиләр; ишикни чекиңлар, ечилиду.
8Чүнки һәр бир тилигүчи тилигинигә еришиду; издигүчи издигинини тапиду; ишикни чәккүчиләргә ишик ечилиду.
9Араңларда өз оғли нан тәләп қилса, униңға таш беридиғанлар барму?!
10Яки белиқ тәләп қилса, илан беридиғанлар барму?
11Әнди силәр рәзил турупму өз пәрсәндлириңларға яхши илтипатларни беришни билгән йәрдә, әрштики Атаңлар Өзидин тилигәнләргә яхши нәрсиләрни техиму илтипат қилмасму?
12Шуңа һәр ишта башқиларниң өзүңларға қандақ муамилә қилишини үмүт қилсаңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар; чүнки Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң тәлиматлири мана шудур.
13Тар дәрвазидин кириңлар. Чүнки кишини һалакәткә елип баридиған дәрваза кәң болуп, йоли кәңташа вә дағдамдур, вә униңдин киридиғанлар көптур.
14Бирақ һаятлиққа елип баридиған дәрваза тар, йоли қистаң болуп, уни тапалайдиғанларму аз.
15Алдиңларға қой терисигә оринивелип кәлгән, ичи житқуч чилбөридәк болған сахта пәйғәмбәрләрдин һошияр болуңлар.
16Силәр уларни мевилиридин тонувалалайсиләр. Тикәндин үзүмләр, қамғақтин әнҗирләр алғили боламду?
17Шуниңға охшаш, һәр яхши дәрәқ яхши мевә бериду, пор дәрәқ начар мевә бериду.
18Яхши дәрәқ начар мевә бәрмәйду, пор дәрәқ яхши мевә бәрмәйду.
19Яхши мевә бәрмәйдиған һәр бир дәрәқ кесилип отқа ташлиниду.
20Шуниңдәк, мушундақ кишиләрни мевилиридин тонувалалайсиләр.
21Маңа «Рәббим, Рәббим» дегәнләрниң һәммисила әрш падишаһлиғиға кирәлмәйду, бәлки әрштә турғучи Атамниң ирадисини ада қилғанларла кирәләйду.
22Шу күнидә нурғун кишиләр маңа: «Рәббим, Рәббим, биз сениң намиң билән вәһий-бешарәтләрни йәткүздуқ, сениң намиң билән җинларни қоғлидуқ вә намиң билән нурғун мөҗизиләрни көрсәттуқ» дәйду.
23Һалбуки, у чағда мән уларға: «Силәрни әзәлдин тонумаймән. Көзүмдин йоқилиңлар, әй итаәтсизләр!» дәп елан қилимән.
24Әнди һәр бири бу сөзлиримни аңлап әмәл қилған болса, у өз өйини қорам таш үстигә салған пәм-парасәтлик кишигә охшайду.
25Ямғур жиғип, кәлкүн келип, боран чиқип соқсиму, у өй өрүлмиди; чүнки униң ули қорам ташниң үстигә селинған.
26Бирақ сөзлиримни аңлап туруп, әмәл қилмайдиған һәр бири өйини қумниң үстигә қурған ахмақкә охшайду.
27Ямғур яққанда, кәлкүн кәлгәндә, боран чиққанда шу өй өрүлүп кәтти; униң өрүлүши интайин дәһшәтлик болди!
28Вә шундақ болдики, Әйса бу сөзлирини ахирлаштурғандин кейин, бу топ-топ халайиқ униң тәлимлиригә һәйрануһәс болушти.
29Чүнки униң тәлимлири Тәврат устазлириниңкигә охшимайтти, бәлки толиму нопузлуқ еди.