Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Матта

Матта 4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Андин Әйса Роһниң йетәкчилигидә Иблисниң синақ-аздурушлириға йүзлиниш үчүн чөл-баяванға елип берилди.  
2У қириқ кечә-күндүз роза тутқандин кейин, униң қосиғи ечип кәткән еди.
3Әнди аздурғучи униң йениға келип униңға: — Әгәр сән растинла Худаниң Оғли болсаң, мошу ташларни нанға айлинишқа буйруғин! — деди.
4Лекин у җавапән: — Тәвратта: «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң ағзидин чиққан һәр бир сөз биләнму яшайду» дәп пүтүлгән, — деди.  
5Андин Иблис уни муқәддәс шәһәргә елип берип, ибадәтханиниң әң егиз җайиға турғузуп униңға:
6— Худаниң Оғли болсаң, өзүңни пәскә ташлап баққин! Чүнки Тәвратта: «Худа Өз пәриштилиригә сениң һәққиңдә әмир қилиду»; вә «путуңниң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, улар сени қоллирида көтирип жүриду» дәп пүтүлгән — деди.  
7Әйса униңға: «Тәвратта йәнә, «Пәрвәрдигар Худайиңни синиғучи болма!» дәпму пүтүлгән — деди.  
8Андин, Иблис уни наһайити егиз бир таққа чиқирип, униңға дуниядики барлиқ падишаһлиқларни шәрәплири билән көрситип:
9Йәргә жиқилип маңа ибадәт қилсаң, буларниң һәммисини саңа бериветимән, — деди.
10Андин Әйса униңға: — Йоқал, Шәйтан! Чүнки Тәвратта: «Пәрвәрдигар Худайиңғила ибадәт қил, пәқәт Униңла ибадәт-хизмитидә бол!» дәп пүтүлгән, — деди.  
11Буниң билән Иблис уни ташлап кетип қалди, вә мана, пәриштиләр келип униң хизмитидә болди.
12Әнди Әйса Йәһяниң тутқун қилинғанлиғини аңлап, Галилийәгә йол алди.
13У Насарәт йезисини ташлап, Зәбулун вә Нафтали районидики Галилийә деңизи бойидики Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти.
14Шундақ қилип, Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған шу бешарәт әмәлгә ашурулди, демәк: —
15«Зәбулун зимини вә Нафтали зимини, Иордан дәриясиниң нериқи тәрипидики «деңиз йоли» бойида, «Ят әлләрниң макани» болған Галилийәдә,   
16Қараңғулуқта яшиған хәлиқ парлақ бир нурни көрди; Йәни өлүм көләңгисиниң жутида олтарғучиларға, Дәл уларниң үстигә нур чүшти».  
17Шу вақиттин башлап, Әйса: «Товва қилиңлар! Чүнки әрш падишаһлиғи йеқинлишип қалди!» — дәп җар қилишқа башлиди.
18Бир күни, у Галилийә деңизи бойида кетиветип, икки ака-ука, йәни Петрус дәпму атилған Симон исимлиқ бир кишини вә униң иниси Андириясни көрди. Улар белиқчи болуп, деңизға тор ташлавататти;

19у уларға: — Мениң кәйнимдин меңиңлар — Мән силәрни адәм тутқучи белиқчи қилимән! — деди.
20Улар шуан белиқ торлирини ташлап, униңға әгишип маңди.
21У шу йәрдин өтүп, иккинчи бир ака-укини, йәни Зәбәдийниң оғуллири Яқуп вә иниси Юһаннани көрди. Бу иккиси кемидә атиси Зәбәдий билән торлирини оңшавататти. У уларниму чақирди.
22Улар дәрһал кемини атиси билән қалдуруп униңға әгишип маңди.
23Вә Әйса Галилийәниң һәммә йерини кезип, уларниң синагоглирида тәлим берип, Худаниң падишаһлиғиниң хуш хәвирини җакалайтти, хәлиқ арисида һәр хил кесәлләрни вә аҗиз-мәйипларни сақайтти.
24У тоғрилиқ хәвәр пүткүл Сурийә өлкисигә тарқалди; у йәрдики халайиқ һәр хил бимарларни, йәни һәртүрлүк кесәлләр вә ағриқ-силақларни һәмдә җин чаплашқанларни, тутқақлиқ вә паләч кесилигә гириптар болғанларни униң алдиға елип келишти; вә у уларни сақайтти.
25Галилийә, «он шәһәр» райони, Йерусалим, Йәһудийә вә Иордан дәриясиниң у қетидин кәлгән топ-топ адәмләр униңға әгишип маңди.