1Шуниң билән у кемигә чүшүп деңиздин өтүп, өзи турған шәһәргә қайтип кәлди.
2Вә мана, кишиләр зәмбилгә ятқузулған бир паләчни униң алдиға елип кәлди. Әйса уларниң ишәшини көрүп һелиқи паләчкә: — Оғлум, жүрәклик бол, гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди.
3Андин мана, Тәврат устазлиридин бәзилири көңлидә: «Бу адәм күпүрлүк қиливатиду!» дәп ойлиди.
4Уларниң көңлидә немә ойлаватқанлиғини билгән Әйса уларға: — Немә үчүн көңлүңларда рәзил ойларда болисиләр?
5«Гуналириң кәчүрүм қилинди» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, маң!» дейишму? — деди вә йәнә уларға: —
6Амма һазир силәрниң Инсаноғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини билишиңлар үчүн, — у паләч кесәлгә: — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп өйүңгә қайт, — деди.
7Һелиқи адәм орнидин туруп өйигә қайтти.
8Буни көргән топ-топ адәмләр қорқушуп, инсанларға бундақ һоқуқни бәргән Худани улуқлашти.
9Әйса у йәрдин чиқип алдиға кетиветип, баҗ жиғидиған орунда олтарған, Матта исимлиқ бир баҗгирни көрди. У униңға: — Маңа әгәшкин! — деди. Вә Матта орнидин туруп, униңға әгәшти.
10Вә шундақ болдики, Әйса Маттаниң өйидә меһман болуп дәстиханда олтарғанда, нурғун баҗгирлар вә гунакарларму кирип, Әйса вә униң мухлислири билән һәмдәстихан болди.
11Буни көргән Пәрисийләр униң мухлислириға: — Устазиңлар немишкә баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда йәп-ичип олтириду?! — деди.
12Бу гәпни аңлиған Әйса: — Сағлам адәмләр әмәс, бәлки бимарлар тевипқа муһтаҗдур.
13Силәр берип муқәддәс язмилардики: «Издәйдиғиним қурбанлиқлар әмәс, бәлки рәһим-шәпқәт» дейилгән шу сөзниң мәнисини үгиниңлар; чүнки мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни чақирғили кәлдим, деди.
14Шу вақитларда, Йәһя пәйғәмбәрниң мухлислири Әйсаниң йениға келип униңға: — Немишкә биз вә Пәрисийләр пат-пат роза тутимиз, лекин сизниң мухлислириңиз тутмайду? — дәп сорашти.
15Әйса җавапән: — Тойи болуватқан жигит техи тойда һәмдәстихан олтуған чағда, той меһманлири һаза тутуп олтарса қандақ болиду!? Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күндә роза тутиду.
16Һеч ким кона көйнәккә йеңи рәхттин ямақ салмайду. Ундақ қилса, йеңи ямақ киришип, кийимни тартип житиветиду. Нәтиҗидә, житиқ техиму йоғинап кетиду.
17Шуниңдәк, һеч ким йеңи шарапни кона тулумларға қачилимайду. Әгәр ундақ қилса, шарапниң ечиши билән тулумлар йерилип кетиду-дә, шарапму төкүлүп кетиду һәм тулумларму кардин чиқиду. Шуниң үчүн кишиләр йеңи шарапни йеңи тулумларға қачилайду; шундақ қилғанда, һәр иккилиси сақлинип қалиду.
18У Йәһяниң мухлислириға бу сөзләрни қиливатқан вақтида, мана бир һөкүмдар келип, униң алдиға баш уруп: — Мениң қизим һазирла өлүп кәтти; амма сиз берип униңға қолиңизни тәккүзүп қойсиңиз, у тирилиду, деди.
19Әйса орнидин туруп, мухлислири билән биллә униң кәйнидин маңди.
20Вә мана, йолда хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял Әйсаниң арқисидин келип, униң тониниң пешини силиди.
21Чүнки у ичидә «Униң тонини силисамла, чоқум сақийип кетимән» дәп ойлиған еди.
22Амма Әйса кәйнигә бурулуп, уни көрүп: — Қизим, жүрәклик бол, ишәшиң сени сақайтти! деди. Шуниң билән у аял шу сааттә сақайди.
23Әнди Әйса һелиқи һөкүмдарниң өйигә киргәндә, нәй челиватқан вә һаза тутуп вайсаватқан кишиләр топини көрүп,
24уларға: — Чиқип кетиңлар, бу қиз өлмиди, бәлки ухлаватиду, деди. Шуни аңлап көпчилик уни мәсқирә қилди.
25Кишиләр чиқириветилгәндин кейин, у қизниң йениға кирип, униң қолини тутивиди, қиз орнидин турди.
26Бу тоғрисидики хәвәр пүтүн жутта пур кәтти.
27Әйса у йәрдин чиққанда, икки қариғу униң кәйнидин келип: — И Давутниң оғли, бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп нида қилишти.
28У өйгә киргәндин кейин, шу икки қариғу униң алдиға кәлди. Әйса улардин: — Силәр мениң бу ишқа қадир екәнлигимгә ишинәмсиләр? — дәп сориди. — И Рәббим, ишинимиз, — дәп җавап бәрди улар.
29У қолини уларниң көзлиригә тәккүзүп туруп: — Ишәшиңлар бойичә болсун! девиди,
30Уларниң көзлири ечилди. Әйса уларға: Бу ишни һеч кимгә ейтмаңлар! дәп қаттиқ тапилиди.
31Лекин улар у йәрдин чиқипла, униң нам-шөһритини пүткүл жутқа йейивәтти.
32Улар чиқип кетиватқанда, кишиләр җин чаплашқан бир гачини униң алдиға елип кәлди.
33Униңға чаплашқан җинниң һайдилиши биләнла, һелиқи адәм зуванға кәлди. Халайиқ интайин һәйрануһәс болуп: — Бундақ иш Исраилда зади көрүлүп бақмиған, — дейишти.
34Лекин Пәрисийләр: — У җинларни җинларниң әмригә тайинип қоғлайдикән, дейишти.
35Вә Әйса барлиқ шәһәр вә йеза-қишлақларни кезип, уларниң синагоглирида тәлим берип, әрш падишаһлиғидики хуш хәвәрни җакалиди вә һәр хил кесәлләрни вә һәр хил мәйип-аҗизларни сақайтти.
36Лекин у топ-топ адәмләрни көрүп уларға ич ағритти, чүнки улар харлинип падичисиз қой падилиридәк панаһсиз еди.
37Шуниң билән у мухлислириға: — Һосул дәрвәқә көп екән, бирақ һосул елиш үчүн ишләйдиғанлар аз екән.
38Шуңа һосулниң Егисидин, Өз һосулиңни жиғивелишқа ишләмчиләрни җиддий әвәткәйсән, дәп тиләңлар, — деди.