1— Чүнки әрш падишаһлиғи бир йәр егисигә охшайду. Егиси үзүмзарлиғида ишләшкә адәмләрни яллаш үчүн таң сәһәрдә сиртқа чиқипту.
2У ишләмчиләр билән күнлүки үчүн бир күмүч динардин беришкә келишип, уларни үзүмзарлиғиға әвәтипту.
3Саат тоққузларда у йәнә сиртқа чиқип, базарда бекар турған башқа кишиләрни көрүпту.
4Уларға: «Силәрму үзүмзарлиғимға бериңлар, һәққиңларға тегишлигини беримән» — дәпту.
5Улар үзүмзарлиққа берипту. Чүштә вә саат үчтиму у йәнә чиқип йәнә шундақ қипту.
6Лекин кәчқурун саат бәшләрдә чиққанда у йәрдә турған йәнә башқиларни көрүп, улардин: «Немә үчүн бу йәрдә күн бойи бекар турисиләр?» дәп сорапту.
7Улар: «Бизни һеч ким яллимиди» дәп җавап қайтурупту. У уларға: «Ундақта, силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар» — дәпту.
8Кәч болғанда, үзүмзарлиқ егиси ғоҗидариға: «Ишләмчиләрни чақирип, әң ахирида кәлгәнләрдин башлап әң авал кәлгәнләргичә һәммисиниң иш һәққини бәр» дәпту.
9Авал кәчқурун саат бәштә ишқа кәлгәнләр келип, һәр бири бир күмүч динардин апту.
10Әң авал яллап келингәнләрниң нөвити кәлгәндә, улар: Техиму көп иш һәққи алимизғу, дәп ойлишипту; бирақ уларму бир күмүч динардин апту.
11Улар иш һәққини алғини билән йәр егисидин ағринип:
12«Бу ахирда кәлгәнләр пәқәт бир саатла ишлиди, бирақ сиз уларни күн бойи җапалиқ вә қаттиқ иссиқни чәккән бизләр билән баравәр һесаплидиңизғу, дәп ғудуришипту.
13Лекин йәр егиси уларниң биригә җавап қайтуруп: «Бурадәр, саңа наһәқлиқ қилғиним йоқ! Сән билән бир күмүч динарға келишмигәнмидуқ?
14Һәққиңни елип қайтип кәткин. Бу ахирда кәлгәнгиму саңа охшаш бәргүм бар.
15Өзүмниңкини өзүм билгәнчә ишлитиш һоқуқум йоқму? Сехий болғанлиғимға көзүң қизириватамду?
16Шундақ қилип «Алдида турғанлар арқиға өтиду, арқида турғанлар алдиға өтиду»; чүнки чақирилғанлар көп, амма талланғанлар аз болиду.
17Әйса Йерусалимға чиқиветип, йолда он икки мухлисини бир чәткә тартип, уларға мундақ деди:
18— Мана биз һазир Йерусалимға чиқип кетиватимиз. Инсаноғли баш каһинлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар уни өлүмгә мәһкүм қилиду
19андин уни мәсқирә қилип, қамчилап вә крестләшкә ят әлликләргә тапшуриду. Лекин у үчинчи күни қайта тирилиду.
20Шу чағда, Зәбәдийниң оғуллириниң аниси икки оғлини елип, Әйсаниң алдиға келип униңдин бир ишни тәләп қилмақчи болуп сәҗдә қилди.
21Немә тәливиң бар? — дәп сориди у. Аял униңға: — Шуни әмир қилғайсәнки, сениң падишаһлиғиңда бу икки оғлумдин бири оң йениңда, бири сол йениңда олтарсун, — деди.
22Әйса уларға җавапән: — Силәр немә тәләп қиливатқиниңларни билмәйватисиләр. Мән ичишкә тәмшәлгән қәдәһни ичәләмсиләр? Ичәләймиз, — дейишти улар.
23У уларға: — Силәр һәқиқәтәнму мениң қәдәһимдин ортақ ичисиләр. Бирақ оң яки сол йенимда олтириш несивиси мениң ихтияримда әмәс, бәлки Атам кимләргә тәйярлиған болса, шуларға несип болиду.
24Қалған он мухлис буниңдин хәвәр тапқанда, икки қериндишидин хапа болди.
25Лекин Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди: — Силәргә мәлумки, әлләрдики һөкүмранлар қол астидикидикиләр үстидин буйруқвазлиқ қилип һакимийәт жүргүзиду, вә уларниң һоқуқдарлири уларни ғоҗайинларчә идарә қилиду.
26Бирақ силәрниң араңларда шундақ болмисун; бәлки силәрдин ким үстүн болушни халиса, силәрниң хизмитиңларда болсун;
27вә ким араңлардикиләрниң алдинқиси болушни халиса, силәрниң қулуңлар болсун.
28Инсаноғлиму дәрвәқә шу йолда көпчилик хизмитимдә болсун демәй, бәлки көпчиликниң хизмитидә болай вә җенимни пида қилиш бәдилигә нурғун адәмләрни һөрлүккә ериштүрәй дәп кәлди.
29Улар Йерихо шәһиридин чиққанда, зор бир топ адәмләр униңға әгишип маңди.
30Вә мана, йол бойида олтарған икки әма Әйсаниң у йәрдин өтүп кетиватқинини аңлап: — И Рәб, Давутниң оғли, бизгә рәһим қилғайсән, — дәп товлиди.
31Көпчилик уларни «Үн чиқармаңлар!» дәп әйиплиди. Лекин, улар: — Я Рәб, и Давутниң оғли, бизгә рәһим қилғайсән! — дәп техиму қаттиқ товлиди.
32Әйса қедимини тохтитип, уларни чақирип: — Силәр үчүн немә иш қилип беришимни халисиләр? — дәп сориди.
33Я Рәб, көзлиримиз ечилсун! — дейишти улар.
34Әйса уларға ич ағритип, қолини уларниң көзлиригә тәккүзивиди, көзлири шуан әслигә келип көридиған болди; улар дәрһал униңға әгишип маңди.