1У чағларда, Һерод һаким Әйсаниң нам-шөһритидин хәвәр тепип,
2хизмәткарлиригә: — Бу адәм чөмүлдүргүчи Йәһя болиду, у өлүмдин тирилгән болса керәк. Шуниң үчүн мошу алаһидә қудрәтләр униңда күчини көрсәтмәктә, — деди.
3Һеродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у өгәй акиси Филипниң аяли Һеродийәниң вәҗидин Йәһяни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди.
4Чүнки Йәһя Һеродқа тәнбиһ берип: «Бу аялни тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур» дәп кәлгән еди.
5Һерод шу сәвәптин Йәһяни өлтүрмәкчи болған болсиму, бирақ халайиқтин қорққан еди, чүнки улар Йәһяни пәйғәмбәр, дәп биләтти.
6Амма Һеродниң туғулған күни тәбрикләнгәндә, аяли Һеродийәниң қизи оттуриға чиқип уссул ойнап бәрди. Бу Һеродқа бәк яқти;
7шуниң үчүн у униңға: — Һәр немә тилисәң шуни саңа берәй, дәп қәсәм қилди.
8Лекин қиз анисиниң күшкүртүши билән: — Чөмүлдүргүчи Йәһяниң каллисини елип, бир тәхсигә қоюп әкәлсилә, — деди.
9Падишаһ буниңға һәсрәт чәккән болсиму, қәсәмлири түпәйлидин вә дәстиханда олтарғанлар вәҗидин, каллисини елип келиңлар, дәп буйруди.
10У адәм әвәтип, зинданда Йәһяниң каллисини алдурди.
11Шуниң билән каллиси бир тәхсигә қоюлуп, қизниң алдиға елип келинди. Қиз буни анисиниң алдиға апарди.
12Йәһяниң мухлислири болса берип, җәсәтни елип дәпнә қилди; андин берип Әйсаға бу ишларни хәвәр қилди.
13Әйса бу хәвәрни аңлап, өзи ялғуз пинһан бир җайға кетәй дәп бир кемигә олтирип у йәрдин айрилди. Халайиқ буниң хәвирини тапқанда, әтраптики шәһәрләрдин келишип, униң кәйнидин пиядә маңди.
14У қирғаққа чиқип кәткинидә, зор бир топ адәмләрни көрүвиди, уларға ич ағритип, уларниң ағриқлирини сақайтти.
15Кәч киргәндә, мухлислири униң йениға келип: — Бу чөл бир җай екән, вақитму бир йәргә берип қалди. Халайиқни йолға селивәткән болсаң, андин улар кәнтләргә берип өзлиригә озуқ сетивалсун, — деди.
16Лекин Әйса уларға: — Уларниң кетишиниң һаҗити йоқ, өзүңлар уларға озуқ бериңлар, — деди.
17Лекин мухлислар: — Биздә бәш нан билән икки данә белиқтин башқа һеч нәрсә йоқ, — дейишти.
18У: — Уларни маңа елип келиңлар, деди.
19У халайиқни чөплүкниң үстидә олтиришқа буйруғандин кейин, бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға тәшәккүр ейтти. Андин нанларни уштуп мухлислириға бәрди, мухлислири халайиққа үләштүрүп бәрди.
20Һәммәйлән йәп тоюнди. Мухлислар ешип қалған парчиларни лиқ он икки севәткә теривалди.
21Озуқланғанларниң сани аяллар вә балилардин башқа тәхминән бәш миң киши еди.
22Арқидила, у мухлислириға: Өзүм бу халайиқни йолға селиветимән, аңғичә силәр кемигә олтирип, деңизниң қарши қирғиқиға өтүп туруңлар, дәп буйруди.
23Халайиқни йолға селивәткәндин кейин, у дуа қилиш үчүн өзи хилвәт таққа чиқти. Кәч киргәндиму у йәрдә ялғуз қалди.
24Бу чағда, кемә қирғақтин хелә көп чақирим жүргән еди, лекин шамал қарши йөнлишитин чиқиватқачқа, кемә долқунлар ичидә чайқилип туратти.
25Кечә төртинчә җесәк вақтида, у деңизниң үстидә меңип, мухлислири тәрәпкә кәлди.
26Мухлислар униң деңизниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, алақзадә болуп: — Алвасти екән! — дәп қорқуп чуқан селишти.
27Лекин Әйса дәрһал уларға: — Жүрәклик болуңлар, бу мән, қорқмаңлар! — деди.
28Петрус буниңға җавапән: — И Рәб, бу сән болсаң, су үстидә меңип йениңға беришимға әмир қилғайсән, — деди.
29Кәл, — деди у. Петрус кемидин чүшүп, су үстидә меңип, Әйсаға қарап кетивататти;
30лекин боранниң қаттиқ чиқиватқанлиғини көрүп қорқуп, суға чөкүшкә башлиди: — Рәб, мени қутқузувалғайсән! — дәп вақириди.
31Әйса дәрһал қолини узитип, уни тутувалди вә униңға: — Әй ишәши аҗиз бәндә, немишкә гуман қилдиң? — деди.
32Улар кемигә чиққанда, шамал тохтиди.
33Кемидә олтарғанлар униң алдиға келип сәҗдә қилип: — Бәрһәқ, сән Худаниң Оғли екәнсән, — дейишти.
34Улар деңизниң қарши тәрипигә өткәндә, Гиннисарәт жутида қуруқлуққа чиқти.
35У йәрдики адәмләр уни тонуп қелип, әтраптики барлиқ җайларға хәвәр әвәтти; шуниң билән кишиләр барлиқ бимарларни униң алдиға елип кәлди;
36улар униңдин бимарларниң һечболмиғанда униң тониниң пешигә болсиму қолини тәккүзүвелишиға йол қоюшини өтүнди. Униңға қолини тәккүзгәнләрниң һәммиси сәллимаза сақайди.