Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Матта

Матта 17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Вә алтә күндин кейин, Әйса Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһаннани айрип елип, егиз бир таққа чиқти.
2У йәрдә униң сияқи уларниң көз алдидила өзгирип, йүзи қуяштәк парлиди, кийимлири нурдәк апақ болуп чақниди.
3Вә мана, мухлисларға Муса вә Иляс пәйғәмбәрләр униң билән сөзлишиватқан һалда көрүнди.
4Шуниң билән Петрус Әйсаға: — И Рәб, бу йәрдә болғинимиз немидегән яхши! Халисаң, бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли! — деди.
5Униң гепи түгимәйла, мана нурлуқ бир булут уларни қапливалди. Мана, булуттин: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлумдур, Мән униңдин хурсәнмән. Униңға қулақ селиңлар!» дегән аваз аңланди.
6Мухлислар буни аңлап өзлирини йәргә ташлап дүм йетип вәһимигә чүшти.
7Бирақ Әйса келип, уларға қолини тәккүзүп: Қопуңлар, қорқмаңлар, — деди.
8Улар бешини көтирип қаривиди, Әйсадин башқа һеч кимни көрмиди.
9Тағдин чүшүветип, Әйса уларға: — Инсаноғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, бу аламәт көрүнүшни һеч кимгә ейтмаңлар, — дәп тапилиди.
10Андин мухлислири униңдин: — Тәврат устазлири немә үчүн: «Иляс пәйғәмбәр Мәсиһ келиштин авал қайтип келиши керәк» дейишиду? — дәп сорашти.
11У уларға җавапән: — Иляс пәйғәмбәр дәрвәқә Мәсиһтин авал келиду, һәммә ишни орниға кәлтүриду.
12Амма мән силәргә шуни ейтип қояйки, иляс аллиқачан кәлди, лекин кишиләр уни тонумиди, бәлки униңға халиғанчә муамилә қилди. Шуниңға охшаш, Инсаноғлиму уларниң қоллирида азап чекиш алдида туриду, — деди.
13Шу чағда мухлислар униң чөмүлдүргүчи Йәһя тоғрисида сөзләватқанлиғини чүшәнди.
14Улар халайиқниң йениға барғинида, бир киши униң алдиға келип, тизлинип:
15Рәб, оғлумға ичиңни ағритқайсән! Чүнки униң тутқақлиқ кесили бар болғачқа, зор азап чекиватиду; чүнки у дайим отниң яки суниң ичигә чүшүп кетиду.
16Уни мухлислириңға елип кәлгән едим, сақайталмиди, — деди.
17Әйса җавапән: — Әй етиқатсиз вә тәтүр дәвир, силәр билән қачанғичә турай?! Мән силәргә йәнә қачанғичә сәвир қилай? — Балини алдимға елип келиңлар — деди.
18Шуниң билән Әйса җинға тәнбиһ беривиди, җин балидин чиқип кәтти, балиму шуан сақайди.

19Кейин, Әйса айрим қалғанда, мухлислар униң йениға келип: — Биз немә үчүн җинни қоғливетәлмидуқ? — дәп сорашти.
20У уларға: — Ишәшиңлар болмиғанлиғи үчүн. Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, силәрдә қича уруғидәк зәрричә ишәш болсила, силәр аву таққа: «Бу йәрдин у йәргә көч» десәңлар, көчиду; шундақла силәргә мүмкин болмайдиған һеч иш болмайду.
21Бирақ, бундақ җинларни дуа қилиш вә роза тутуш билән болмиса һайдиғили болмайду — деди.
22Улар Галилийә өлкисидә айлинип жүргинидә, Әйса уларға: — Инсаноғли сатқунлуқтин инсанларниң қолиға тапшурулиду;
23улар уни өлтүриду, лекин үчинчи күни у тирилиду, — деди. Буни аңлап мухлислар еғир ғәм-қайғуға чөмүп кәтти.
24Андин улар Кәпәрнаһум шәһиригә кәлгинидә, ибадәтхана «икки драқма» беҗини жиққучилар Петрусниң йениға келип: — Устазиңлар «икки драқма»ни төләмду? — дәп сориди.
25Төләйду, — деди Петрус. Лекин у өйгә киргишигила, техи бир немә демәстила Әйса униңдин: — Симон, сениңчә бу дуниядики падишаһлар кимләрдин баҗ алиду? Өз пәрсәндлиридинму, яки ятлардинму, — дәп сориди.
26Петрус униңға: Ятлардин, — девиди, Әйса униңға: — Ундақта, пәрсәндләр баҗдин халий болиду.
27Бирақ баҗ жиққучиларға путликашаң болмаслиғимиз үчүн, деңизға берип қармақни ташла. Тутқан биринчи белиқни елип, ағзини ачсаң, төрт драқмилиқ бир тәңгә пул чиқиду. Уни елип мән вә сән иккимизниң беҗи үчүн уларға бәр, — деди.