Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Матта

Матта 3

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шу чағларда, чөмүлдүргүчи Йәһя Йәһудийәдики чөл-баяванға келип  
2кишиләргә: — Товва қилиңлар! Чүнки әрш падишалиғи йеқинлишип қалди! — дәп җакалашқа башлиди.
3Чүнки чөмүлдүргүчи Йәһя болса илгири Йәшая пәйғәмбәр бешаритидә көрсәткән кишиниң дәл өзи болуп: — «Баяванда товлайдиған бир кишиниң: Рәбниң йолини тәйярлаңлар, Униң чиғир йоллирини түптүз қилиңлар! — дегән авази аңлиниду».  
4Йәһя пәйғәмбәр төгә жуңидин қилинған кийим кийгән, белигә көн тасма бағлиған еди. Йәйдиғини болса чекәткиләр билән явайи һәрә һәсили еди.
5Әнди Йерусалим шәһири, пүтүн Йәһудийә өлкиси вә пүткүл Иордан дәрия вадисиниң әтрапидики кишиләр униң алдиға келишип,
6гуналирини иқрар қилишти вә униң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини қобул қилишти.  
7Лекин Пәрисий вә Садуқий мәзһипидикиләрдин көплириниң униң чөмүлдүрүшини қобул қилғили кәлгәнлигини көргинидә у уларға: — Әй иланларниң балилири! Ким силәрни Худаниң чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!  
8Әнди товиға лайиқ мевини кәлтүрүңлар!  
9Вә өз ичиңларда: «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» дәп хиял қилип жүрмәңлар; чүнки Мән шуни силәргә ейтип қояйки, Худа Ибраһимға мошу ташлардинму пәрсәндләрни апиридә қилалайду.  
10Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди; яхши мевә бәрмәйдиған һәр қайси дәрәқләр кесилип отқа ташлиниду.   
11Мән дәрвәқә силәрни товва қилишиңлар үчүн суға чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин кәлгүчи зат мәндин қудрәтликтур. Мән һәтта униң кәшини көтиришкиму лайиқ әмәсмән; у силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмүлдүриду.
12Униң соруғучи күрики қолида туриду; у өз хаминини топа-самандин тәлтөкүс тазилайду, сап буғдайни амбарға жиғиду, амма топа-саманни өчмәс отта көйдүрүветиду, — деди.
13Шу вақитта, Әйса Йәһядин чөмүлдүрүлүшни қобул қилиш үчүн Галилийә өлкисидин Иордан дәрияси бойиға, униң йениға кәлди.
14Бирақ Йәһя чөмүлдүрүшкә унимай уни тосуп: — Әсли чөмүлдүрүлүшни мән сәндин қобул қилишим керәк еди, бирақ сән мениң алдимға кәпсәнғу? — деди.
15Лекин Әйса униңға җавапән: — Һазирчә шуниңға йол қойғин; чүнки һәққанийлиқниң барлиқ тәләплирини әмәлгә ашуруш үчүн, шундақ қилишимизға тоғра келиду, — деди. Шуниң билән, Йәһя униңға йол қойди.
16Вә Әйса чөмүлдүрүлүп болупла, судин чиқти; у судин чиқиши билән мана, әршләр униңға ечилип, Худаниң Роһи кәптәр қияпитидә әрштин чүшүп, үстигә қонуватқанлиғини көрди.   
17Вә мана, әрштин бир аваз: — «Бу Мениң сөйүмлүк оғлум, Мән униңдин толуқ хурсәнмән!» — дәп аңланди.