Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 1

Луқа 1:3-11

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3мәнму барлиқ ишларни баштин тәпсилий тәкшүрүп ениқлиғандин кейин, и һөрмәтлик Теофилус җанаблири, силигә бу ишлани тәртиви бойичә йезишни лайиқ таптим.
4Буниңдин мәхсәт, сили қобул қилған тәлимләрниң мутләқ һәқиқәт екәнлигигә җәзм қилишлири үчүндур.
5Йәһудийә өлкисигә падишаһ болған Һерод сәлтәнәт қилған күнлиридә, «Абия» каһинлиқ нөвитидин бир каһин бар болуп, исми Зәкәрия еди. Униң аялиму Һарунниң әвладидин болуп, исми Елизабит еди.  
6Улар иккиси Худаниң алидида һәққаний кишиләр болуп, Пәрвәрдигарниң пүтүн әмир-бәлгүлимилири бойичә әйипсиз маңатти.
7Амма Елизабит туғмас болғачқа, улар пәрсәнд көрмигән еди. Униң үстигә улар иккиси хеләла яшинип қалған еди.
8У өз түркүмидики каһинлар арисида ибадәтханида нөвәтчилик вәзиписини Худа алдида ада қиливатқанда,
9шу чағдики каһинлиқ адити бойичә, улар Пәрвәрдигарниң «муқәддәс җай»иға кирип хушбуй селишқа муйәссәр болушқа чәк ташлиғанда шундақ болдики, чәк униңға чиқти.
10Әнди у хушбуй селиватқан вақтида, җамаәт ташқирида туруп дуа қилишивататти.
11Туюқсиз Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси униңға хушбуйгаһниң оң тәрипидә көрүнди.

Read Луқа 1Луқа 1
Compare Луқа 1:3-11Луқа 1:3-11