Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 8

Йәшуа 8:12-28

Help us?
Click on verse(s) to share them!
12Йәшуа бәш миңчә адәмни таллап елип берип, Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисида, шәһәрниң ғәрип тәрипидә бөктүрмә турғузған еди.
13Шундақ қилип, барлиқ хәлиқ, йәни шәһәрниң шимал тәрипидики баргаһтики қошун билән ғәрип тәрипидики пистирма қошун орунлаштуруп бөлүнди. Шу кечиси Йәшуа өзи җилғиниң оттурисиға чүшти.
14Айиниң падишаһи шу әһвални көрди вә шәһәрдикиләр алдирап сәһәр қопушти; падишаһ билән барлиқ хәлқи Исраил билән соқушуш үчүн бәлгүләнгән вақитта Арабаһ түзләңлигигә чиқти. Лекин падишаһниң шәһәрниң кәйнидики пистирма қошундин хәвири йоқ еди.
15Йәшуа билән барлиқ Исраил болса өзлирини улардин йеңилгәнгә селип, чөл тәрәпгә қачти.
16Шәһәрдә бар хәлиқниң һәммиси уларни қоғлашқа чақирилди; улар келип Йәшуани қоғлиғанда, улар аздурулуп шәһәрдин жирақ қилинди.
17Айи билән Бәйт-Әлниң ичидә Исраилни қоғлашқа чиқмиған һеч бир әр киши қалмиди; улар шәһәрни очуқ қоюп, һәммиси Исраилни қоғлап чиқип кәтти.
18У вақитта Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Қолуңдики нәйзини айиға қаритип узатқин; чүнки Мән уни сениң қолуңға тапшурдум, — девиди, Йәшуа қолидики нәйзини шәһәргә қаритип узатти.
19У қолидики нәйзини узатқан һаман пистирмида ятқанлар җайидин тезла чиқип, жүгүргиничә шәһәргә етилип кирип, уни ишғал қилип шуан от йеқип көйдүрүвәтти.
20Айиниң адәмлири бурулуп қаривиди, мана шәһәрдин асман-пәләк өрләватқан түтүнни көрди, я у яққа я бу яққа қачайли десә, һеч һали қалмиған еди; чөл тәрәпкә қачқан Исраиллар бурулуп өзлирини қоғлап келиватқанларға һуҗум қилди.
21Йәшуа билән барлиқ Исраил пистирма қошунниң шәһәрни елип болғанлиғини, шундақла шәһәрдин түтүнниң өрләп чиққинини көрүп, йенип келип, Айиниң адәмлирини өлтүргили турди.
22Шуниң билән бир вақитта шәһәрни алғанларму шәһәрдин чиқип уларға һуҗум қилди. Шуниң билән улар Исраилларниң оттурисида, бәзилири бу тәрәптин, бәзилири у тәрәптин қапсилип қалди. Исраиллар уларниң һеч бирини қоймай, һәммисини өлтүрүвәтти.
23Улар Айиниң падишаһини тирик тутуп, Йәшуаниң алдиға елип барди.
24Исраил далада учриған барлиқ айилиқларни, йәни өзлирини чөлгичә қоғлап кәлгәнләрни қирип йоқатқандин кейин (уларниң һәммиси қиличлинип йоқитилған еди), барлиқ Исраил Айиға йенип келип, у йәрдикиләрни қиличлап өлтүрди.
25Шундақ болдики, шу күнидә өлтүрүлгән әр-аяллар, йәни айилиқларниң һәммиси он икки миң адәм еди.
26Чүнки Йәшуа Айида туруватқан һәммә адәм йоқитилмиғичә қолидики узутуп турған нәйзисини жиғмиған еди.
27Һалбуки, Пәрвәрдигарниң Йәшуаға буйруған сөзи бойичә Исраиллар шәһәрдики чарпай билән олҗини өзлири үчүн алди.
28Андин Йәшуа Айи шәһирини көйдүрүп, уни әбәдгичә Харабилик догисиға айландурувәтти; таки бүгүнгичә у шундақ турмақта.

Read Йәшуа 8Йәшуа 8
Compare Йәшуа 8:12-28Йәшуа 8:12-28