Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 2

Чөл-баявандики сәпәр 2:2-10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Исраиллар һәр бири өзлириниң туғи астиға, өзлириниң ата җәмәтиниң байриғи астида чедир тиксун; җамаәт чедириниң төрт әтрапидин сәл жирақрақ баргаһ қурсун.
3Күн чиқиш тәрәпкә, шәриқ тәрәпкә қаритип өз туғи астида қошун-қисми бойичә баргаһ қуридиғини Йәһуда болсун; Йәһудаларниң әмри Амминадабниң оғли Наһшон болсун.
4Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий йәтмиш төрт миң алтә йүз киши.
5Униң йенида баргаһ қуридиғини Иссакар қәбилиси болсун; Иссакарларниң әмри Зуарниң оғли Нәтанәл болсун.
6Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик төрт миң төрт йүз киши.
7Уларниң йенида йәнә Зәбулун қәбилиси болсун; Зәбулунларниң әмри Һелонниң оғли Елиаб болсун.
8Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик йәттә миң төрт йүз киши.
9Умумән Йәһуда баргаһиға қарайдиғанларниң һәммиси, йәни қошун-қисимлири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий бир йүз сәксән алтә миң төрт йүз киши; улар алди билән йолға чиқсун.
10— Җәнуп тәрәптә, туғ тикләп, қошун тәртиви билән баргаһ қуридиғини Рубән қәбилиси болсун; Рубәнларниң әмри Шидөрниң оғли Әлизур болсун.

Read Чөл-баявандики сәпәр 2Чөл-баявандики сәпәр 2
Compare Чөл-баявандики сәпәр 2:2-10Чөл-баявандики сәпәр 2:2-10