24Исраиллар уни қилич билән чепип өлтүрүп, униң жутини Арнон дәриясидин Яббок дәриясиғичә, йәни Аммонийларниң чегарисиғичә егилиди; Аммонийларниң чегариси болса бәк мустәһкәм еди.
25Исраиллар бу йәрдики һәммә шәһәрни егилиди һәм Аморийларниң шәһәрлиригә, йәни Һәшбонға вә униңға тәвә барлиқ йеза-қишлақларғиму кирип орунлашти.
26Чүнки Һәшбон әслидә Аморийларниң падишаһи Сиһонниң мәркизий шәһири еди; Сиһон әслидә Моабниң илгәрки падишаһи билән соқушқан, униң Арнон дәриясиғичә болған һәммә зиминини тартивалған еди.
27Шу сәвәптин шаирлар: — «Һәшбонға келиңлар! Мана Сиһонниң шәһири яңливаштин қурулсун, Сиһонниң шәһири мәһкәм қилинсун.
28Чүнки Һәшбонниң өзидин чиқти бир от, Сиһонниң шәһиридин бир ялқун ялқунлап, Жутувәтти Моабтики Ар шәһирини, Арнондики егиз җайларниң әмирлирини.
29Вай саңа әй Моаб! Һәй Кемошниң үммити, түгәштиңлар! Чүнки Кемош өз оғуллирини қачқунға айландурди, Қизлирини әсирликкә берип, Аморийларниң падишаһи Сиһонға тутуп бәрди!
30Биз уларни жиқитивәттуқ, Һәшбон таки Дибонғичә һалак болди; Биз һәтта Нофаһқичә (Нофаһтин Мәдәбаға йетиду) уларниң жутини вәйран қиливәттуқ!» — дәп шеир йезишқан еди.
31Шуниң билән Исраиллар әнә шу тәриқидә Аморийларниң жутиға орунлашти.
32Муса Яазәрни чарлап келишкә чарлиғучиларни әвәтти; андин Исраиллар Яазәрниң йеза-қишлақлирини ишғал қилип, у йәрләрдики амморийларни йеридин қоғливәтти.
33Шуниңдин кейин Исраиллар бурулуп, Башанниң йолини бойлап маңди; Башанниң падишаһи Ог вә униң барлиқ хәлқи чиқип Әдрәйдә Исраиллар билән җәң қилишқа сәп түзди.