Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 20

Чөл-баявандики сәпәр 20:4-11

Help us?
Click on verse(s) to share them!
4Силәр немә үчүн биз вә чарпайлиримизни бу йәрдә өлүп кәтсун дәп, Пәрвәрдигарниң җамаитини бу чөл-җәзиригә башлап кәлдиңлар?
5Силәр немә үчүн бизни Мисирдин елип чиқип бундақ дәһшәтлик йәргә әкәлдиңлар? Бу йәрдә я териқчилиқ қилғили йәр болмиса, я әнҗир, үзүм, анар болмиса, ичидиғанға суму болмиса, — дейишти.
6Шуниң билән Муса билән Һарун җамаәттин айрилип җамаәт чедириниң дәрвазиси алдиға келип дүм жиқиливиди, Пәрвәрдигарниң җуласи у иккисигә аян болди.
7Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
8Һасини қолуңға ал, андин сән акаң Һарун билән бирликтә җамаәтни жиғип, уларниң көз алдидила қорам ташқа буйруқ қил; шундақ қилсаң қорам таш өз сүйини чиқириду; шу йол билән сән уларға су чиқирип, җамаәт вә чарпайлири ичидиғанға су берисән.  
9Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә Пәрвәрдигарниң һозуридин һасини алди.
10Муса билән Һарун иккиси җамаәтни қорам ташниң алдиға жиғди вә Муса уларға: — Гепимгә қулақ селиңлар, и асийлар! Биз силәргә бу қорам таштин су чиқирип берәйлиму?! — деди.
11Андин Муса һасиси билән қорам ташни икки қетим урувиди, наһайити көп су еқип чиқти, судин җамаәтму, чарпайларму ичишти.

Read Чөл-баявандики сәпәр 20Чөл-баявандики сәпәр 20
Compare Чөл-баявандики сәпәр 20:4-11Чөл-баявандики сәпәр 20:4-11