51Чедирни көчүридиған чағда уни Лавийлар сөксун; чедирни тикидиған чағда уни Лавийлар тиксун; Лавийларға ят болған һәр қандақ адәм униңға йеқинлашса өлүмгә мәһкүм қилинсун.
52Исраиллар баргаһ қурғанда һәр адәм өз қисмида, өзигә хас туғ астиға чедир тиксун.
53Бирақ Худаниң ғәзиви Исраил җамаитиниң үстигә чүшмәслиги үчүн, Лавийлар Худаниң һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедирниң төрт әтрапиға баргаһ қурсун; Лавийлар Худаниң һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедирни муһапизәт қилишқа мәсул болиду» — дегән еди.