Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 18

Чөл-баявандики сәпәр 18:24-27

Help us?
Click on verse(s) to share them!
24Чүнки Исраилларниң Пәрвәрдигарға атап көтәрмә һәдийә сүпитидә сунған «ондин бир үлүш»ни Лавийларға мирас қилип тәқдим қилидиған болдум; шуңа Мән улар тоғрилиқ: Исраиллар ичидә һеч қандақ мираси болса болмайду, — дедим.
25Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
26Сән Лавийларға ейтқин: «Силәр Исраилларниң қолидин Мән силәргә мирас болсун дәп тәқдим қилған «ондин бир үлүш»ни алған екәнсиләр, силәр шу ондин бир үлүшниң йәнә ондин бир үлүшини айрип, уни Пәрвәрдигарға атап көтәрмә һәдийә сүпитидә сунуңлар.
27Бу йол билән силәрниң шу «көтәрмә һәдийә»ңлар силәргә «хамандики ашлиғиңлар»дин һәм «шарап көлчигидики толуп ташқан шарабиңлар»дин аталғанлар һесаплиниду.

Read Чөл-баявандики сәпәр 18Чөл-баявандики сәпәр 18
Compare Чөл-баявандики сәпәр 18:24-27Чөл-баявандики сәпәр 18:24-27