Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 18

Чөл-баявандики сәпәр 18:16-22

Help us?
Click on verse(s) to share them!
16Төләм төләш керәк болғанлар үчүн йеши бир айлиқтин ашқанда төләм пули төләнсун; уларға сән тохтатқан баһа бойичә, йәни муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә (бир шәкәл жигирмә гәраһдур) баһа қоюп, бәш күмүч шәкәл ал.
17Пәқәт тунҗа кала, тунҗа қой яки тунҗа оғлаққа төләм алсаң болмайду; уларниң һәммиси муқәддәстур. Сән уларниң қенини қурбангаһқа чечип, мейини Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, Униңға хушбуй кәлтүридиған қурбанлиқ сүпитидә көйдүргин.
18Уларниң гөши сениң болиду; худди «көтәрмә һәдийә» қилинған төш вә оң арқа путиға охшаш, саңа тәвә болиду.
19Исраиллар Пәрвәрдигарға атап сунған муқәддәс нәрсиләр ичидики көтәрмә һәдийә-қурбанлиқниң һәммисини Мән саңа вә сениң билән биллә туруватқан оғул-қизлириңға мәңгүлүк бәлгүлимә билән тәқдим қилдим. Бу Пәрвәрдигар алдида саңа вә сениң билән биллә туруватқан әвлатлириң үчүн мәңгүлүк тузлуқ әһдә болиду.
20Пәрвәрдигар Һарунға мундақ деди: — Исраил зиминида сениң һеч қандақ мирасиң болмайду, уларниң арисидиму һеч қандақ несивәң болмайду; Исраиллар арисида мана Мән Өзүм сениң несивәң, сениң мирасиңдурмән.
21Лавийларға болса, уларниң өтәйдиған хизмәтлири, йәни җамаәт чедиридики хизмити үчүн, мана Мән Исраилда тәқдим қилинған барлиқ «ондин бир үлүш»ниң һәммисини уларға мирас қилип бәргәнмән.
22Буниңдин кейин, гунакар болуп өлүп кәтмәслиги үчүн, Исраиллар җамаәт чедириға йеқинлашмисун.

Read Чөл-баявандики сәпәр 18Чөл-баявандики сәпәр 18
Compare Чөл-баявандики сәпәр 18:16-22Чөл-баявандики сәпәр 18:16-22