26«Һөрмәтлик валий Феликс җанаблириға Клавдиюс Лисиястин салам!
27Ушбу адәмни Йәһудийлар тутувалған болуп, уни өлтүрмәкчи болғанда, униң Рим пухраси екәнлигини билип йетип, қисимни башлап берип уни қутқуздум.
28Мән уларниң бу киши үстидин қилған шикайитиниң немә екәнлигини ениқлимақчи болуп, уни Йәһудийларниң алий кеңәшмисигә елип бардим.
29Әмәлийәттә уларниң униң үстидин қилған шикайитиниң өзлириниң Тәврат қануниға даир дәталаш мәсилиләргә мунасивәтлик екәнлигини байқидим, бирақ униңдин өлүм җазаси беришкә яки зинданға ташлашқа лайиқ бирәр шикайәт қилғидәк ишни тапалмидим.
30Кейин, Йәһудийларниң уни өлтүрүветиш қәстидә жүрүватқанлиғи һәққидики ахбарат маңа мәлум қилинғанда, дәрһал уни силигә йоллаттим вә шуниң билән биллә, униңға әрз қилғучиларниң өзлириниң алдида шикайәтлирини ейтишини буйрудум. Хәйр!».
31Ләшкәрләр әнди буйруқ бойичә Павлусни кечиләп Антипатрис шәһиригә йәткүзди.
32Әтиси, атлиқ ләшкәрләр Павлусни елип меңишқа қалдурулуп, қалған ләшкәрләр Йерусалимдики қәләгә қайтип кәлди.
33Атлиқлар Қәйсәрийәгә кирип, хәтни валийға тапшурди вә Павлусниму униң алдида һазир қилди.
34Валий хәтни оқуғандин кейин, Павлусниң қайси өлкидин екәнлигини сорап, униң Киликийәдин кәлгәнлигини билип,