2Жутта гуналар көпәйсә, униң әмирлири көп алмишар, Лекин уни сориғучи йорутулған вә билимлик болса, жут аман-муқим узун турар.
3Мискинләргә зулум селиватқан бир кәмбәғәл, Худди зираәтләрни ятқузуп денини қоймайдиған қара ямғурға охшайду.
4Тәврат қанунидин ваз кәчкәнләр яманларни яхши дәп махтар; Бирақ қанунни тутқучилар уларға қарши күрәш қилар.
5Рәзилләр адаләтни чүшәнмәс; Бирақ Пәрвәрдигарни издигүчиләр һәммә ишни чүшинәр.
6Пәзиләтлик йолда маңған мискин киши, Сахта, икки йүзлимә бай адәмдин яхшидур.
7Тәврат-қануниға итаәт қилған жигит әқиллиқ оғулдур; Бирақ нан қепиларға һәмраһ болғучи атисини номусқа қалдурар.
8Җазанихорлуқ қилип жуқури өсүм арқилиқ байлиқлар тапқан киши, Ахирида буларни мискинләргә хәйрихаһлиқ қилғучиниң қолиға өткүзүш үчүн топлиғандур.
9Кимки Тәврат-қанунини аңлимаймән дәп қулиқини йопурса, Һәтта дуалириму ләнити болуп қалар.
10Кимки дурусларни яман йолға аздурса, Өзи колиған орисиға өзи чүшәр; Бирақ пак-диянәтлик адәм яхшилиққа мирасхор болар.
11Бай дәрвәқә өзини дана санар; Бирақ йорутулған мискин уни һаман көрүп йетәр.
12Һәққанийлар ғаливийәтлик болса, Җаһанни тәнтәнә қаплар; Бирақ яманлар мәртивигә чиқса, халайиқ өзлирини қачурар.
13Өз гуналирини йошурған киши ронақ тапмас; Бирақ уларни тонуп иқрар қилип, улардин ваз кәчкән киши рәһим-шәпқәткә еришәр.
14Пәрвәрдигардин һәрдайим қорқуп жүргән киши шунчә бәхитликтур! Бирақ көңлини таш қилған балаю-апәткә қалар.
15Һөкирәп турған шир, Яки овни издәп кезиватқан ейиқ қандақ болса, Йоқсул пухраларниң үстидики рәзил һакимму шундақтур.
16Йорутулмиған әмир һаман зор бир залим болуп чиқар, Бирақ һарам байлиқларға нәпрәтләнсә, тәхтидә узун олтирар.
17Қан төккән киши қәриз билән һаңға қарап жүгүрәр; Уни һеч ким тосмисун!
18Сәмимий, диянәтлик йолда маңған қутулар; Икки йолда маңған сахта киши уларниң биридә һаман жиқилип чүшәр.
19Өз йеригә тиришип ишлигән деханниң нени йетип ашар; Бирақ бекар жүрүп хам хиялларни қоғлиған кишиниң йоқсуллуғи мол болар!
20Растчил кишиниң бәхити көпийәр; Бирақ бай болушқа алдириған киши җазадин қечип қутулалмас.
21Биригә ян бесиш қәтъий болмас; Чүнки бәзиләр һәтта бир бурда нан үчүнму гуна өткүзәр.
22Нәпси тоймас киши байлиқларни көзләп алдирайду, У намратлиқниң өз бешиға чүшидиғинидин бехәвәрдур.
23Башқиларниң хаталиқини очуқ әйиплигән киши, Һаман хушамәт қилғучиға қариғанда көпрәк илтипат тапар.
24Ата-анисиниң тәәллуқатини оғрилап, «Бу һеч қандақ гуна әмәс» дегән киши, Һалак қилғучиниң шеригидур.
25Нәпси тоймиғур киши җедәл-маҗира терийду; Бирақ Пәрвәрдигарға таянған киши әтлинәр.
26Өзиниң көңлигә ишәнгән киши ахмақтур; Бирақ даналиқ билән маңған ниҗат тапар.