1Яхши нам зор байлиққа егә болуштин әвзәл; Қәдир-қиммәт алтун-күмүчтин үстүндур.
2Гадай билән бай бир зиминда яшар; Һәр иккисини яратқан Пәрвәрдигардур.
3Зерәк киши балайиқазани алдин көрүп қачар; Саддилар алдиға берип зиян тартар.
4Өзини төвән тутуп, Пәрвәрдигардин әйминишниң бәрикити — баяшатлиқ, иззәт-һөрмәт вә һаяттур.
5Һейлигәрләрниң йолида тикәнләр, қапқанлар ятар; Өз йолиға һези болған киши улардин жирақ болар.
6Балиға кичигидә мүҗәзигә қарап дурус тәрбийә бәрсәң, Чоң болғанда у шу йолдин чиқмас.
7Байлар мискинләрни башқурур; Қәриздар қәриз егисиниң қулидур.
8Наһәқлиқ уруғини чачқанниң алидиған һосули балаю-апәттур; Униң ғәзәп-һәйвиси чүшәр.
9Сехий адәм бәрикәт тапар; Чүнки у мискинләргә өз ненидин бөлүп бәргүчидур.
10Һакавурни қоғливәтсәң, җедәл-маҗира бесилар; Келишмәсликләр вә шәрмәндичиликләр түгәр.
11Пак нийәтни қәдирләйдиған кишиниң сөзлири гөзәлдур; Шуңа падишаһ униң билән дост болар.
12Пәрвәрдигарниң көзи илим-һәқиқәтни сақлар; У ипласларниң сөзлирини ечип ташлап бекар қилар.
13Һорун адәм: «Ташқирида бир шир туриду, Кочиға чиқсам өлтүрүлимән!» — дәйду.
14Зинахор аялниң ағзи чоңқур бир оридур; Пәрвәрдигар нарази болған киши униңға чүшүп кетәр.
15Наданлиқ сәбий балиларниң қәлбигә бағлағлиқтур; Бирақ тәрбийә тайиғи буни униңдин жирақ қилар.
16Мискинләрни езиш билән бай болған, Вә байларға соғат сунидиған киши, Ахири пәқәт йоқсуллуқта қалар.
17Қулақ сал, саңа ақиланиләрниң сөзлирини үгитәй; Көңүл қоюп билимимни үгәнгин.
18Уларни қәлбиңдә чиң тутсаң, Улар саңа шерин болар, Ләвлириңдә сәп болуп тәйяр туриду.
19Чин қәлбиң билән Пәрвәрдигарға тайинишиң үчүн, Бүгүн бу һекмәтлик сөзләрни башқа бирисигә әмәс, Бәлки саңа йәткүздум.
20Униңдин мана оттузни яздим, Буниң ичидә несиһәтләр һәм билим бар.
21Булар билән һәқиқәтниң сөзлириниң дәрвәқә һәқиқәт екәнлигини биләләйсән, Вә шундақ қилип сени әвәткүчиләргә һәқиқәтниң сөзлири билән җавап қайтуралайсән.
22Йоқсулдин булап алма, у кәмбәғәл турса, Аҗиз мөминләрни сорақ орнида бозәк қилма.
23Чүнки Пәрвәрдигар уларниң дәвасини көтирәр, Улардин булап алғанлардин булап алар.
24Мүҗәзи иштик адәм билән дост болма, Қәһрлик адәм билән арилашма,
25Болмиса, униң яман йолини үгинип қелип, қилтаққа чүшисән.
26Башқиларға кепил болуп қол бәргүчиләрдин болма, Қәризләрни төләшкә капаләт бәргүчиләрдин болма;
27Сениң қайтуралиғидәк нәрсәң болған болса, Улар орун-көрпилириңни бекардин-бекар астиңдин елип кәтмигән болатти!
28Ата-бовилириң пасилни бәлгүләп бәргән кона чегара ташлирини йөткимә.
29Ишни әстайидил вә чаққан беҗиридиған кишини көргәнмидиң? У пәс адәмләрниң хизмитидә болмас; Падишаһларниң алдида турар.