Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 8

Падишаһлар «1» 8:46-62

Help us?
Click on verse(s) to share them!
46Әгәр улар саңа гуна садир қилған болса (чүнки гуна қилмайдиған һечкиши йоқтур) Сән уларға ғәзәплинип, уларни дүшмәнлириниң қолиға тапшурған болсаң, булар уларни жирақ-йеқинға, өзлириниң зиминиға сүргүн қилип елип барған болса,
47лекин улар сүргүн қилинған жутта әс-һошини тепип товва қилип, өзи сүргүн болған жутта Саңа: — Биз гуна қилип, қәбиһликкә берилип Сәндин йүз өрүп кәттуқ, дәп йелинса,
48— әгәр уларни сүргүн қилған дүшмәнлириниң зиминида пүтүн қәлби вә пүтүн җенидин Сениң тәрипиңгә йенип, Сән уларниң ата-бовилириға тәқдим қилған зиминға, Сән таллиған шәһәр тәрәпкә вә мән намиңға атап ясиған бу өй тәрәпкә йүзини қилип, Саңа қарап дуа қилса,
49Сән туруватқан маканиң болған асманларда туруп уларниң дуаси вә илтиҗасини аңлап улар үчүн һөкүм чиқирип,
50Өз хәлқиңниң Саңа садир қилған гунайини, Саңа өткүзгән һәммә итаәтсизликлирини кәчүрүм қилғайсән вә уларни сүргүн қилғанларниң алдида уларға рәһим тапқузғайсәнки, шулар уларға рәһим қилсун
51(чүнки улар Өзүң Мисирдин, йәни төмүр тавлаш печидин чиқарған Өз хәлқиң вә Өз мирасиңдур);
52Сениң көзлириң Өз қулуңниң илтиҗасиға вә Өз хәлқиңниң илтиҗасиға очуқ болғай, улар һәр ишта саңа нида қилип тилигинидә уларға қулақ салғайсән;
53чүнки Сән ата-бовилиримизни Мисирдин чиқарғиниңда Өз қулуң Муса арқилиқ ейтқиниңдәк, Сән хәлқиңни Өзүңгә хас мирасиң болсун дәп, йәр йүзидики һәммә әлләр арисидин уларни айрим елип таллидиң, и Рәб Пәрвәрдигар!».
54Сулайман Пәрвәрдигарға шу барлиқ дуа вә илтиҗалирини қилип болғанда, қоллирини асманға қарап көтирип Пәрвәрдигарниң қурбангаһиниң алдида тизлинип турған йәрдин қопуп,
55өрә туруп Исраилниң барлиқ җамаитигә жуқури авазда бәхит тиләп мундақ деди: —
56«Униң барлиқ вәдә қилғини бойичә Өз хәлқи Исраилға арам бәргән Пәрвәрдигар мубарәктур! У Өз қули Мусаниң вастиси билән қилған һәммә меһриванә вәдиләрниң һеч бири йәрдә қалмиди!
57Пәрвәрдигар Худайимиз ата-бовилиримиз билән болғандәк биз билән биллә болғай; У нә биздин ваз кәчмисун нә бизни ташлимисун;
58буниң билән У қәлбимизни Униң йоллирида меңишқа, Өзи ата-бовилиримизға буйруған әмирләр, бәлгүлимиләр вә һөкүмләрни тутушқа Өзигә майил қилғай;
59мениң Пәрвәрдигарниң алдида илтиҗа қилған бу сөзлирим кечә-күндүз Пәрвәрдигар Худайимизниң йенида турсун; шуниң билән Өз қулуң үчүн тоғра һөкүм қилип, хәлқиң Исраил үчүн тоғра һөкүм қилип, һәр күндики дәрдигә йәткәйсән;
60шуниң билән йәр йүзидики һәммә әлләр Пәрвәрдигар Өзи Худадур, Униңдин башқиси һеч қайсиси йоқтур дәп билгәй,
61шундақла бүгүн қилғиниңларға охшаш Униң бәлгүлимилиридә меңишқа вә әмирлирини тутушқа қәлбиңлар Пәрвәрдигар Худайимизға мукәммәл болғай!».
62Вә падишаһ пүтүн Исраил билән биллә Пәрвәрдигарниң алдида қурбанлиқларни қилди.

Read Падишаһлар «1» 8Падишаһлар «1» 8
Compare Падишаһлар «1» 8:46-62Падишаһлар «1» 8:46-62