Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 4

Падишаһлар «1» 4:5-26

Help us?
Click on verse(s) to share them!
5Натанниң оғли Азария назарәт беги, Натанниң йәнә бир оғли Забуд һәм каһин вә падишаһниң мәслиһәтчиси еди.
6Ахишар ординиң ғоҗидари, Абданиң оғли Адонирам баҗ-алван беги еди.
7Пүткүл Исраил зиминида Сулайман падишаһниң өзи үчүн вә ордидикилири үчүн йемәк-ичмәк тәминләйдиған, он икки назарәтчи тайинланған еди; уларниң һәр бири жилда бир айдин йемәк-ичмәк тәминләшкә мәсул еди.
8Уларниң исми төвәндә хатириләнгән: Әфраим тағлиқ райониға Бән-Хур;
9Маказ, Шаалбим, Бәйт-Шәмәш вә Елон-Бәйт-Һананға Бән-Дәкәр;
10Аруботқа Бән-Хәсәд; у йәнә Сокоһ вә Хәфәр дегән барлиқ жутқиму мәсул еди;
11йәнә Нафат-Дорға Бән-Абинадаб (у Сулайманниң қизи Тафатни хотунлуққа алған);
12Таанақ, Мәгиддо вә Йизрәәлниң төвәнки тәрипидики Зарәтанниң йенида болған пүткүл Бәйт-Шанға, шундақла Бәйт-Шандин тартип Абәл-мәһолаһғичә, Җокнеамдин өткичә болған зиминларға Аһилудниң оғли Баана;
13Рамот-Гилеадқа Бән-Гәбәр; у йәнә Гилеад жутиға җайлашқан, Манассәһниң оғли Яирға тәвә болған кәнтләр вә һәм Башандики жут Аргоб, җүмлидин у йәрдики сепили, мис балдақлиқ қовуқлири болған атмиш чоң шәһәргиму мәсул еди.
14Маһанаимға Иддониң оғли Аһинадаб;
15Нафталиға Ахимааз (у Сулайманниң қизи Басиматни хотунлуққа алған еди).
16Ашир вә Алотқа Һушайниң оғли Баанаһ;
17Иссакарға Паруаһниң оғли Йәһошафат;
18Бинямин зиминиға Еланиң оғли Шимәй;
19Гилеад зиминиға (әслидә Аморийларниң падишаһи Сиһон вә Башанниң падишаһи Огниң зимини еди) Уриниң оғли Гәбәр. У шу жутқа бирдин-бир назарәтчи еди.
20Йәһуда билән Исраилниң адәмлири деңиз саһилидики қумдәк нурғун еди. Улар йәп-ичип, хошаллиқ қилатти.
21Вә Сулайман болса Әфрат дәриясидин тартип Филистийләрниң зиминиға вә Мисирниң чегаралириғичә болған һәммә падишаһлиқларниң үстидә сәлтәнәт қилатти. Улар улпан кәлтүрүп Сулайманниң пүтүн өмридә униң хизмитидә болатти.
22Сулайманниң ордисиға кетидиған күнлүк тәминат үчүн оттуз кор тасқиған ақ ун, атмиш кор қара ун,
23он бордиған уй, яйлақтин кәлтүрүлгән жигирмә уй, йүз қой кетәтти; буниңдин башқа буғилар, җәрәнләр, кийикләр вә бордиған тохулар лазим еди.
24Чүнки у Тифсаһдин тартип Газағичә, Әфрат дәриясиниң бу тәрипидики һәммә жутларниң үстидә, йәни Әфрат дәриясиниң бу тәрипидики барлиқ падишаһларниң үстидә һөкүм сүрәтти; униң төрт әтрапи тинич еди.
25Сулайманниң пүткүл күнлиридә Дандин тартип Бәәр-Шебағичә Йәһуда билән Исраил адәмлириниң һәр бири өз үзүм тели вә өз әнҗир дәриғиниң тегидә аман-есән олтиратти.
26Сулайманниң җәң һарвулириниң атлири үчүн төрт миң атханиси, он икки миң чәвәндизи бар еди.  

Read Падишаһлар «1» 4Падишаһлар «1» 4
Compare Падишаһлар «1» 4:5-26Падишаһлар «1» 4:5-26