1Бирақ ахирқи заманда, Пәрвәрдигарниң өйи җайлашқан тағ тағларниң беши болуп бекитилиду, Һәммә дөң-егизликтин үстүн қилинип көтирилиду; Барлиқ хәлиқләр униңға қарап еқип келишиду.
2Нурғун қовм-милләтләр чиқип бир-биригә: — «келиңлар, биз Пәрвәрдигарниң теғиға, Яқупниң Худасиниң өйигә чиқип келәйли; У өз йоллиридин бизгә үгитиду, Вә биз униң излирида маңимиз» — дейишиду. Чүнки қанун-йолйоруқ Зиондин, Пәрвәрдигарниң сөз-калами Йерусалимдин чиқидиған болиду.
3У болса көп хәлиқ-милләтләр арисида һөкүм чиқириду, У күчлүк әлләр, жирақта турған әлләрниң һәқ-наһәқлиригә кесим қилиду; Буниң билән улар өз қиличлирини сапан чишлири, Нәйзилирини оғақ қилип соқушиду; Бир әл йәнә бир әлгә қилич көтәрмәйду, Улар һәм йәнә уруш қилишни үгәнмәйду;
4Бәлки уларниң һәр бири өз үзүм тели вә өз әнҗир дәриғи астида олтириду, Вә һеч ким уларни қорқатмайду; Чүнки самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз ағзи билән шундақ ейтти.
5Барлиқ хәлиқләр өз «илаһ»иниң намида маңсиму, Бирақ биз Худайимиз Пәрвәрдигарниң намида әбәдил-әбәтгичә маңимиз.
6Шу күнидә, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән мәйип болғучиларни, Һайдиветилгәнләрни вә Өзүм азар бәргәнләрни жиғимән;
7Вә мәйип болғучини бир «қалди», Һайдиветилгәнни күчлүк бир әл қилимән; Шуниң билән Пәрвәрдигар Зион теғида улар үстидин һөкүм сүриду, Шу күндин башлап мәңгүгичә.
8Вә сән, и падини күзәткүчи мунар, — Зион қизиниң егизлиги, падишаһлиқ саңа келиду: — — Бәрһәқ, саңа әслидики һоқуқ-һөкүмранлиқ келиду; Падишаһлиқ Йерусалим қизиға келиду.
9Әнди сән һазир немишкә нида қилип налә көтирисән? Сәндә падишаһ йоқмиди? Сениң мушавириңму һалак болғанмиди, Аялни толғақ тутқандәк азаплар сени тутувалғанмиди?
10Азапқа чүш, толғақ тутқан аялдәк туғушқа толғинип тиришқин, и Зион қизи; Чүнки сән һазир шәһәрдин чиқисән, Һазир далада турисән, Сән һәтта Бабилғиму чиқисән. Сән әшу йәрдә қутқузулисән; Әшу йәрдә Пәрвәрдигар саңа һәмҗәмәт болуп дүшмәнлириңдин қутқузиду.
11Вә һазир нурғун әлләр: — «У аяқ асти қилинип булғансун! Көзимиз Зионниң изасини көрсүн!» — дәп саңа қарши җәң қилишқа жиғилиду;
12Бирақ улар Пәрвәрдигарниң ойлирини билмәйду, Униң нишанини чүшәнмәйду; Чүнки өнчиләрни хаманға жиққандәк У уларни жиғип қойди.
13Орнуңдин туруп хаманни тәп, и Зион қизи, Чүнки Мән мүңгүзүңни төмүр, туяқлириңни мис қилимән; Нурғун әлләрни соқуп парә-парә қиливетисән; Мән уларниң ғәнимитини Пәрвәрдигарға, Уларниң мал-дуниялирини пүткүл йәр-зимин Егисигә беғишлаймән.