3Шуниң билән, Йәшуа билән һәммә җәңчиләр қозғилип, айиға һуҗум қилишқа чиқти. Йәшуа оттуз миң батур җәңчини илғап кечидә уларни маңдурди
4вә уларға мундақ тапилиди: — «Силәр агаһ болуп, шәһәрдин бәк нери кәтмәй шәһәрниң кәйнидә мөкүнүп туруп, һәммиңлар бөктүрмә һуҗумға тәйяр туруңлар.
5Мән өзүм билән қалған һәммә кишиләрни елип шәһәргә йеқин баримән; шундақ болидуки, улар балдурқидәк алдимизға чиқип һуҗум қилғанда, биз уларниң алдидин қачимиз;
6улар җәзмән бизниң кәйнимиздин қоғлайду; улар: «Исраиллар балдурқидәк алдимиздин қечип кәтти» дәп ойлайду, биз уларни аздуруп шәһәрдин жирақ елип чиқимиз. Шуниң үчүн биз уларниң алдидин қачимиз.
7У вақитта силәр бөктүрмидин қопуп чиқип, шәһәрни ишғал қилиңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар бу шәһәрни силәрниң қолуңларға тапшуриду.
8Шәһәрни ишғал қилғандин кейин Пәрвәрдигарниң тапилиғини бойичә у шәһәрни от йеқип көйдүриветиңлар. Мана, мән силәргә әмир бәрдим».
9Йәшуа уларни йолға салди, улар берип Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисида, Айиниң ғәрип тәрипидә бөктүрмә селип марап олтарди. Йәшуа болса у кечиси хәлиқниң арисида қонди.
10Әтиси сәһәр Йәшуа қопуп, хәлиқни жиғип тәкшүрди; андин у Исраилниң ақсақаллири билән биллә хәлиқниң алдида Айиға қарши маңди.
11Униң билән биллә болған һәммә җәңчиләрму униң билән чиқип, шәһәрниң алдиға йеқин берип, Айиниң шимал тәрипидә чедир тикти. Улар чүшкән җай билән Айиниң оттурисида бир җилға бар еди.