Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 19

Йәшуа 19:33-51

Help us?
Click on verse(s) to share them!
33уларниң чегариси болса Һәләфтин чиқип, Заананнимдики дуб дәриғидин өтүп, Адами-Нәкәб вә Ябнәәлдин чиқип, Лаккумға йетип Иордан дәриясиға берип ахирлашти.
34Андин ғәрип тәрәпкә қайрилип Азнот-Таборға берип, шу йәрдин Һуккокқа чиқип, җәнупта Зәбулунниң үлүш зиминиға тутишип, шималда Аширниң үлүш зиминиға йетип, күн чиқиш тәрипидә Иордан дәриясиниң йенида, Йәһуданиң үлүш зиминиға улашти.
35Нафталиниң мустәһкәм шәһәрлири Зиддим, Зәр, Һаммат, Раккат, Киннәрәт,
36Адамаһ, Рамаһ, Һазор,
37Кәдәш, Әдрәй, Ән-Һазор,
38Йирон, Мигдал-Әл, Һорәм, Бәйт-Анат вә Бәйт-Шәмәшләр болуп, җәмий он тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
39Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Нафталилар қәбилисиниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
40Йәттинчи чәк Данларниң қәбилисигә чиқти; у уларниң җәмәт-аилилири бойичә тартилди.
41Уларниң мирас зимини болса Зореаһ, Әштаол, Ир-Шәмәш,
42Шаалаббин, Айҗалон, Йитлаһ,
43Елон, Тимнатаһ, Әкрон,
44Әл-тәкәһ, Гиббетон, Баалат,
45Йәһуд, Бәнә-Барак, Гат-Риммон,
46Мә-Яркон, Раккон вә Яфониң удулидики жутни өз ичигә алди.
47Лекин Данларниң зимини өз қолидин кәткән болғачқа, Данлар чиқип Ләшәмгә һуҗум қилип уни ишғал қилди; аһалисини қиличлап йоқитип, у йәрни өзиниң қилип маканлашти; андин улар Ләшәмгә атиси Данниң исмини қоюп, уни Дан дәп атиди.
48Мана булар, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Данлар қәбилисигә, уларниң җәмәт-аилилири бойичә мирас қилип берилгән еди.
49Бу тәриқидә Исраиллар зиминни чегара-чегара бойичә бөлүп болди; андин улар Нунниң оғли Йәшуаға өз арисидин мирас бөлүп бәрди.
50Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә Йәшуа тилигинидәк униңға Әфраим тағлиқ жутидики Тимнат-Сераһ дегән шәһәрни бәрди; буниң билән у шәһәрни қуруп чиқип, униңда турди.
51Мана булар Әлиазар каһин билән Нунниң оғли Йәшуа вә Исраилниң қәбилә-җәмәтлириниң каттабашлири бир болуп Шилоһда, җамаәт чедириниң дәрвазисиниң алдида туруп, Пәрвәрдигарниң алдида чәк ташлап бөлүп тәқсим қилған мираслардур. Бу тәриқидә улар зиминниң тәқсиматини түгәтти.

Read Йәшуа 19Йәшуа 19
Compare Йәшуа 19:33-51Йәшуа 19:33-51