1И Ливан, от сениң кедир дәрәқлириңни йәп кетиши үчүн, дәрвазилириңни ач!
2Вайсаңлар, и қариғайлар, чүнки кедир жиқилди, есил дәрәқләр вәйран қилинди; вайсаңлар, и Башандики дуб дәрәқлири, чүнки барақсан орман жиқитилди!
3Падичиларниң вайсиған авазини аңла! Чүнки уларниң шәриви болған чимән-яйлақ вәйран қилинди; асланларниң һөкиригән авазини аңла! Чүнки Иордан дәриясиниң пәхри болған бүк-барақсанлиғи вәйран қилинди.
4Пәрвәрдигар Худайим мундақ дәйду: — Боғузлашқа бекитилгән падини баққин!
5Уларни сетивалғанлар уларни боғузливәткәндә һеч гунакар дәп қаралмайду; уларни сетивәткәнләр: «Пәрвәрдигарға шүкри! Чүнки бейип кәттим!» — дәйду; уларниң өз падичилири уларға ичини һеч ағритмайду.
6Чүнки Мән зиминда туруватқанларға йәнә ичимни һеч ағритмаймән, дәйду Пәрвәрдигар; — вә мана, Мән адәмләрни, һәр бирини өз йеқининиң қолиға вә өз падишаһиниң қолиға тапшуримән; мана, булар зиминни харап қилиду, Мән уларни буларниң қолидин һеч қутқузмаймән.
7Шуңа мән «боғузлашқа бекитилгән пада»ни беқип турдум, болупму падиниң арисидики мискин мөминләрни бақтим. Мән өзүмгә икки таяқни алдим; биринчисини «шапаәт», иккинчисини «риштә» дәп атидим; шуниң билән мән падини бақтим.
8Шуниңдәк Мән бир ай ичидә үч падичини һалак қилдим; Мениң җеним бу хәлиқтин бизар болди вә уларниң җени Мени өч көрди.
9Мән: «Мән силәрни бақмаймән; өләй дәп қалғанлири өлүп кәтсун; һалак болай дәп қалғанлири һалак болсун; тирик қалғанларниң һәммиси бир-бириниң гөшини йесун» — дедим.
10Мән «шапаәт» дегән тайиғимни елип сундуривәттим, шуниңдәк Мениң барлиқ әлләр билән болған әһдәмни сундурувәттим.
11Әһдә шу күни бекар қиливетилди; шуңа пада арисидики маңа диққәт қилған мискин мөминләр буниң Пәрвәрдигарниң сөзи екәнлигини билип йәтти.
12Вә мән уларға: «Мувапиқ көрсәңлар, мениң иш һәққимни бериңлар; болмиса болди қилиңлар» — дедим. Шуңа улар мениң иш һәққимгә оттуз күмүч тәңгини таразиға салди.
13Вә Пәрвәрдигар маңа: «Мана бу улар Маңа бекиткән қалтис баһа! Уни сапалчиниң алдиға ташлап бәр!» деди. Шуниң билән мән оттуз күмүч тәңгини елип буларни Пәрвәрдигарниң өйидә, сапалчиниң алдиға чөривәттим.
14Андин мән Йәһуда билән Исраилниң қериндашлиғини үзүш үчүн, иккинчи тайиғимни, йәни «риштә»ни сундурувәттим.
15Андин Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: «Сән әнди йәнә әрзимәс падичиниң қураллирини ал.
16Чүнки мана, Мән зиминда бир падичини орнидин турғузимәнки, у һалак болай дегәнләрдин хәвәр алмайду, тенәп кәткәнләрни издимәйду, яриланғанларни сақайтмайду, сағламларниму бақмайду; у бәлки сәмригәнләрниң гөшини йәйду, һәтта туяқлирини йирип йәйду.
17Падини ташливәткән әрзимәс падичиниң һалиға вай! Қилич униң билиги вә оң көзигә чүшиду; униң билиги пүтүнләй йигиләйду, униң оң көзи пүтүнләй қараңғулишип кетиду.