Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәкәрия

Зәкәрия 14

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Мана, Пәрвәрдигарға хас күн келиду; у күни араңдин мал-мүлкүң булаң-талаң қилинип бөлүшүвелиниду.
2Мән барлиқ әлләрни Йерусалимға җәң қилишқа жиғимән; шәһәр ишғал қилиниду, өйләр булаң-талаң қилинип, қиз-аяллар аяқ-асти қилиниду; шәһәрниң йерими әсиргә чүшүп сүргүн қилиниду; тирик қалған хәлиқ шәһәрдин елип кетилмәйду.
3Андин Пәрвәрдигар чиқип шу әлләр билән урушиду; У Униң җәң қилған күнидикидәк урушиду.   
4Униң путлири шу күни Йерусалимниң шәрқий тәрипиниң әң алди болған Зәйтун теғида туриду; шуниң билән Зәйтун теғи оттуридин шәриқ вә ғәрип тәрәпкә йерилиду; зор йоған бир җилға пәйда болиду; тағниң йерими шимал тәрәпкә, йерими җәнуп тәрәпкә йөткилиду.   
5Вә силәр Мениң тағлиримниң дәл мошу җилғиси билән қачисиләр; чүнки тағларниң җилғиси Азәлгичә бариду; силәр Йәһуда падишаһи Уззияниң күнлиридә болған йәр тәврәштә қачқиниңлардәк қачисиләр. Андин Пәрвәрдигар Худайим келиду; һәмдә Сән билән барлиқ «муқәддәс болғучилар»му келиду!   
6Шу күни шундақ болидуки, нур тохтап қалиду; парлақ юлтузларму қараңғулишип кетиду;
7Бирақ у Пәрвәрдигарға мәлум болған алаһидә бир күн, я кечә я күндүз болмайду; шундақ әмәлгә ашурулидуки, кәч киргәндә, аләм йорутулиду.  
8Шу күни шундақ болидуки, һаятлиқ сулири Йерусалимдин еқип чиқиду; уларниң йерими шәрқий деңизға, йерими ғәрбий деңизға қарап ақиду; язда вә қишта шундақ болиду.  
9Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзи үстидә падишаһ болиду; шу күни пәқәт бир «Пәрвәрдигар» болиду, йәр йүзидә бирдин-бир Униңла нами болиду.
10Гебадин Йерусалимниң җәнубидики Риммонғичә болған пүтүн зимин «Арабаһ»дәк түзләңликкә айландурулиду; Йерусалим болса «Бинямин дәрвазиси»дин «Биринчи дәрваза»ғичә вә йәнә «Буҗәк дәрвазиси»ғичә, «Һананийәлниң мунари»дин падишаһниң шарап көлчәклиригичә жуқури көтирилиду, лекин шәһәр йәнила өз җайида шу пети туриду;
11Адәмләр йәнә униңда туриду. «Һалак пәрмани» йәнә һеч чүшүрүлмәйду; Йерусалим хатирҗәмликтә туриду.
12Вә Пәрвәрдигар Йерусалимға җәң қилған барлиқ әлләрни урушқа ишләткән ваба шундақ болидуки, улар өрә болсила гөшлири чирип кетиду; көзлири чанақлирида чирип кетиду; тиллири ағзида чирип кетиду.
13Шу күни шундақ болидуки, уларниң арисиға Пәрвәрдигардин зор бир алақзадилик чүшиду; улар һәр бири өз йеқининиң қолини тутушиду, һәр бириниң қоли йеқининиң қолиға қарши көтирилиду.
14Йәһудаму Йерусалимда җәң қилиду; әтрапидики барлиқ әлләрниң мал-мүлүклири җәм қилип жиғилиду — сан-санақсиз алтун-күмүч вә кийим-кечәкләр болиду.
15Ат, қечир, төгә, ешәк, шундақла уларниң баргаһлирида болған барлиқ мал-варанлар үстигә чүшкән ваба жуқуриқи вабаға охшаш болиду.
16Шундақ әмәлгә ашурулидуки, Йерусалимға җәң қилишқа кәлгән һәммә әлләрдин барлиқ тирик қалғанлар һәр жили Йерусалимға, падишаһқа, йәни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа вә «кәпиләр һейти»ни тәбрикләшкә чиқиду.
17Шундақ болидуки, йәр йүзидики қовм-җәмәтләрдин падишаһқа, йәни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға ибадәткә чиқмиғанлар болса, әнди уларниң үстигә ямғур яғмайду.
18Мисир җәмәти чиқип һазир болмиса, уларғиму ямғур болмайду; бирақ Пәрвәрдигар «кәпиләр һейти»ни тәбрикләшкә чиқмайдиған барлиқ әлләр үстигә чүшүридиған ваба уларғиму чүшүрүлиду.

19Бу Мисирниң җазаси, шундақла «кәпиләр һейти»ни тәбрикләшкә чиқмайдиған барлиқ әлләрниң җазаси болиду.
20Шу күни атларниң қоңғурақлири үстигә «Пәрвәрдигарға атилип пак-муқәддәс болсун!» дәп йезилиду; Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ қача-қучиларму қурбангаһ алдидики қачиларға охшаш һесаплиниду;
21Йерусалимдики вә Йәһудадики барлиқ қача-қучиларму Пәрвәрдигарға атилип пак-муқәддәс болиду; қурбанлиқ қилғучилар келип уларни елип қурбанлиқ гөшлирини пишириду; шу күни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң өйидә «қанаанлиқ-содигәр» иккинчи болмайду.