Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Батур Һакимлар - Батур Һакимлар 5

Батур Һакимлар 5:10-30

Help us?
Click on verse(s) to share them!
10И ақ ешәкләргә мингәнләр, И нәпис зилчиләрниң үстидә олтарғанлар, И йолда жүргәнләр, көңүл бөлүңлар!
11Су әкилидиған җайларда олҗа бөлүшүватқанларниң җушқун авазилирини аңлаңлар! Улар шу йәрләрдә Пәрвәрдигарниң һәққаний әмәллирини мәдһийиләп, Униң Исраилдики әзимәтлириниң һәққаний әмәллирини тәриплишиду. Шу вақитта Пәрвәрдигарниң хәлқи чүшүп дәрвазиларға йетип келип: —
12«И Дәбораһ, ойған, ойған! Ойған, ойған, ғәзәл ейтқин! Орнуңдин тур, и Барақ, Әсирлириңни ялап маң, и Абиноамниң оғли!» — дейишиду.
13Мана хәлиқниң аз бир қалдиси алийҗанабларға әгишиш үчүн чүшти, Пәрвәрдигарниң хәлқи йенимға палван кәби чүшүп кәлди.
14Мана, Әфраимлардин Амаләктә йилтиз тартип қалғанлар кәлди; Мана, Биняминларму қовмлириңға қошулуп әгишип кәлди; Макирдин әмирләр чүшүп кәлди, Зәбулундин сәрдарлиқ һасисини тутқанлар йетип кәлди.
15Иссакарниң әмирлири Дәбораһға қошулди; Барақ немә қилған болса Иссакарму шундақ қилип, Униң кәйнидин җилғиға тап бастуруп етилип чүшти! Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида шунчә улуқ нийәтләр қәлблиригә пүкүлгән еди!
16Сән немишкә қотанларниң ичидә туруп, Қойларға челинған нәйниң авазини аңлашни халап қалдиң? Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида шунчә улуқ нийәтләр қәлблиригә пүкүлгән еди!
17Гилеадлар болса Иордан дәриясиниң у тәрипидә туруп қалди; Данларму немишкә кемиләрниң йенида тохтап қалди? Аширлар болса деңиз бойида җим олтиривалди, Деңиз қолтуқлирида туруп қалди.
18Зәбулунлар җанлирини өлүмгә тәвәккүл қилди; Нафталиларму җәң мәйданидики жуқури җайларда һәм шундақ қилди!
19Падишаһлар һәммиси келип, соқушти, Ⱪананийларниң падишаһлириму урушқа чиқти; Таанақта, Мегиддониң су бойлирида урушти. Лекин бир азму күмүч олҗа алалмиди!
20Асманларда юлтузларму җәң қилди, Орбитилиридин Сисераға қарши җәңгә атланди.
21Кишон дәриясиниң еқини дүшмәнни еқитип кәтти; Шу қедимий дәрия, у Кишон дәриясидур! Әй мениң җеним, пүтүн күчүң билән алға басқин!
22Уларниң атлириниң тувақлири такираң-такираң қилмақта, Толпарлири чапмақта, чапмақта.
23Мәрозға ләнәт оқуңлар, дәйду Пәрвәрдигарниң Пәриштиси, У йәрдә олтарғучиларға ләнәт оқуңлар, Қаттиқ ләнәт оқуңлар; Чунки улар Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди, Залимларға қарши Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди.
24Аяллар ичидә кәнийлик Һәбәрниң аяли Яәл бәхит-бәрикәтләнсун, Чедирда турған аяллар ичидә у бәхит-бәрикәт тапсун!
25Сисера су соривиди, у униңға сүт бәрди, Есилзадиләргә лайиқ бир қачида қаймақ тутти;
26У сол қолини чедир қозуғиға, Оң қолини төмүрчиниң болқисиға узатти; Сисерани уруп, Баш сөңүкини чеқип, Чекисидин янчип өткүзүвәтти.
27Сисера униң икки путиниң арилиғиға қийсайди, У жиқилди, у өлүктәк ятти, У униң икки путиниң арилиғиға қийсайди, у жиқилди, Қийсайған йәрдә у жиқилип, җан бәрди.
28Сисераниң аниси пәнҗиридин сиртқа сәп салди, У пәнҗириниң руҗикидин товлап: — «Униң җәң һарвуси немишкә шунчә узаққичә кәлмәйду? Җәң һарвулириниң атлириниң туяқ садаси немишкә шунчә һаял болиду? — деди.
29Униң дедәклири арисида даналар җавап бериду, Шундақла, у дәрвәқә өз-өзигә җавап бериду: —
30«Улар олҗилирини жиғип бөлүшүватқан болмисун йәнә?! Һәр бир әркәккә аяғ асти қилишқа бир-иккидин қиз тәккәнду, Сисераға рәңдар кийимләр, Гүл кәштиләнгән рәңдар кийимләрдин олҗа тәккәнду, Булаңчиниң бойниға алди-кәйни кәштиләнгән рәңдар кийимләр тәккән болса керәк!

Read Батур Һакимлар 5Батур Һакимлар 5
Compare Батур Һакимлар 5:10-30Батур Һакимлар 5:10-30