Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Батур Һакимлар - Батур Һакимлар 3

Батур Һакимлар 3:1-6

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Төвәндикиләр Пәрвәрдигар Ⱪананийлар билән болған җәңни бешидин өткүзмигән Исраилниң әвлатлирини синаш үчүн қалдуруп қойған таипиләр
2(у Исраилларниң әвлатлирини, болупму җәң-урушларни көрүп бақмиғанларни пәқәт җәңни өгүнсун дәп қалдурған еди): —
3— улар Филистийләрниң бәш әмирлиги, барлиқ Ⱪананийлар, Зидонлуқлар вә Баал-Һәрмон теғидин тартип Хамат еғизиғичә Ливан тағлиғида туруватқан Һивийлар еди;
4Уларни қалдуруп қоюштики мәхсити Исраилни синаш, йәни уларниң Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән ата-бовилириға буйруған әмирлирини тутидиған- тутмайдиғанлиғини билиш үчүн еди.
5Шуниң билән Исраиллар Ⱪананийлар, йәни Һиттийлар, Аморийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийлар арисида турди;
6Исраиллар уларниң қизлириға өйлинип, өз қизлирини уларниң оғуллириға берип, уларниң илаһлириниң қуллуғиға кирди.

Read Батур Һакимлар 3Батур Һакимлар 3
Compare Батур Һакимлар 3:1-6Батур Һакимлар 3:1-6