7И адаләтни әмәнгә айландурғучи, Һәққанийлиқни йәргә ташлиғучилар,
8Силәр Орион юлтуз түркүми вә Қәлб юлтуз топини Яратқучи, Өлүм көләңгисини таң нуриға Айландурғучи, Күндүзни қараңғулуқ билән кечигә Айландурғучи, Деңиздики суларни чақирип, уларни йәр йүзигә Қуйғучини издәңлар; Пәрвәрдигар Униң намидур.
9У батурлар үстигә туюқсиз һалакәтни партлитиду, Истиһкам үстигә һалакәт чүшүриду.
10Шу Исраиллар шәһәр дәрвазисида тәнбиһ беридиғанларға өч, Дурус сөзләйдиғанлардин жиркиниду.
11Әнди силәр намратларни езип, Улардин буғдай «һәдийә»ләрни алдиңлар! Оюлған ташлардин өйләрни салдиңлар, Бирақ уларда турмайсиләр; Силәр гөзәл үзүмзарларни бәрпа қилғансиләр, Бирақ уларниң шарабини ичәлмәйсиләр.
12Чүнки силәрниң асийлиқлириңларниң қанчилик көплүгини, Силәрниң гунайиңларниң қанчилик зор екәнлигини убдан билимән; Улар һәққаний адәмни езиду, Улар пара йәйду, Шәһәр дәрвазисида мискинләрниң һәққини қайривалиду.
13Шуңа бундақ дәвирдә «пәмлик адәм» сүкүт қилиду; Чүнки у рәзил бир дәвирдур.
14Һаят яшаш үчүн яманлиқни әмәс, меһриванлиқ-яхшилиқни издәңлар; Шундақ болғанда силәр дегиниңлардәк, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар һәқиқәтән силәр билән биллә болиду.
15Яманлиқтин нәпрәтлиниңлар, меһриванлиқ-яхшилиқни сөйүңлар, Шәһәр дәрвазисида адаләтни орнитиңлар; Шундақ қилғанда Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа бәлким Йүсүпниң қалдисиға шапаәт көрситәр.