Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 22

Чөл-баявандики сәпәр 22:1-8

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Исраиллар йәнә йолға чиқип Моаб түзләңликлиридә, йәни Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидә, Йерихониң удулида чедир тикти.
2Исраилларниң Аморийларға қилған ишлириниң һәммисини Зиппорниң оғли Балақ көрүп турған еди.
3Моаблар хәлиқтин интайин қорқушти, чүнки улар бәк көп еди; Моабийлар Исраилларниң сәвәвидин бәк алақзадә болуп кетишти.
4Моабийлар Мидиян ақсақаллириға: «Бу бир топ адәм әтрапимиздики һәммә нәрсини, худди кала етиздики отни ялмиғандәк ялмап йәп кетидиған болди» — дейишти. У чағда Зиппорниң оғли Балақ Моабниң падишаһи еди.
5У әлчиләрни Беорниң оғли Балаамниң алдиға, Балаамниң ана жутидики улуқ дәрия бойидики Петор шәһиригә берип, Балаамни чақирип келишкә әвәтип: падишаһимиз: — «Қарисила, бир хәлиқ Мисирдин чиққан еди; мана, улар пүтүн зиминға ямрап кәтти, мана улар бизниң удулимизға келип чүшти.  
6Улар мениңдин күчлүк болғачқа, әнди өзлири келип бу хәлиқни мән үчүн бир қарғап бәргән болсила; бәлким мән уларни йеңип, бу зиминдин қоғлап чиқиришим мүмкин; чүнки өзлири кимгә бәхит тилисилә шуниң бәхит қучидиғанлиғини, кимни қарғисила, шуниң қарғишқа қалидиғанлиғини билимән» дәйду, дәңлар, — деди.
7Моабниң ақсақаллири билән Мидиянниң ақсақаллири қоллирида пал селиш инъамлирини елип маңди; улар Балаамниң алдиға келип Балақниң гәплирини йәткүзди.
8Балаам уларға: — Бүгүн ахшам мошу йәрдә қонуп қелиңлар, мән Пәрвәрдигарниң маңа қилған сөзи бойичә силәргә җавап йәткүзимән, — деди. Шуниң билән Моабниң шу әмирлири Балаамниңкидә қонуп қалди.

Read Чөл-баявандики сәпәр 22Чөл-баявандики сәпәр 22
Compare Чөл-баявандики сәпәр 22:1-8Чөл-баявандики сәпәр 22:1-8