Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 20

Чөл-баявандики сәпәр 20:18-24

Help us?
Click on verse(s) to share them!
18Лекин Едомлар униңға: «Силәрниң бизниң зиминимиздин өтүшүңләргә болмайду, өтимән десәңлар қилич көтирип силәргә җәңгә чиқимиз» — деди.
19Исраиллар униңға: «Биз «көтирилгән йол» билән маңимиз, өзимиз вә маллиримиз сүйүңларни ичсәк, нәрхи бойичә һәққини беримиз; биз пәқәт пиядә өтүп кетимиз, башқа һеч тәливимиз йоқ» девиди,
20Едом падишаһи: «Яқ. Өтмәйсиләр!» деди. Едом падишаһи наһайити көп адимини башлап чиқип Исраилларға зор һәйвә көрсәтти.
21Шундақ қилип Едомлар Исраилларниң уларниң тәвәлигидин өтүшигә әнә шу йосунда йол қоймиди; шуниң билән Исраиллар Едомларниң алдидин бурулуп кәтти.
22Улар Қадәштин йолға чиқти; пүткүл Исраил хәлқи Һор теғиға кәлди.
23Пәрвәрдигар Едомниң чегарисидики Һор теғида Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
24Һарун өз хәлиқлиригә қошулуп кетиду; иккиңлар Мәрибаһ сулири дегән җайда Мениң әмримгә хилаплиқ қилғиниңлар үчүн, униң Мән Исраилларға тәқдим қилип бәргән зиминға киришигә болмайду.

Read Чөл-баявандики сәпәр 20Чөл-баявандики сәпәр 20
Compare Чөл-баявандики сәпәр 20:18-24Чөл-баявандики сәпәр 20:18-24