Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 20

Чөл-баявандики сәпәр 20:11-22

Help us?
Click on verse(s) to share them!
11Андин Муса һасиси билән қорам ташни икки қетим урувиди, наһайити көп су еқип чиқти, судин җамаәтму, чарпайларму ичишти.
12Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға: — Силәр Маңа ишәнмәй, Исраиллар алдида Мени муқәддәс дәп һөрмәтлимигиниңлар үчүн, иккиңларниң бу җамаәтни Мән уларға тәқдим қилип бәргән зиминға башлап киришиңларға йол қоймаймән, — деди.  
13Су чиқирилған җай «Мәрибаһ сулири» дәп аталған; Исраиллар шу йәрдә Пәрвәрдигар билән такаллашқанлиғи үчүн, У уларниң оттурисида Өзиниң муқәддәс екәнлигини көрсәтти.
14Муса Қадәштин Едом падишаһи билән көрүшүшкә әлчи әвәтип униңға: «Қериндашлири Исраил мундақ дәйду: — Биз тартиватқан җәбр-җапаларниң қандақлиғи өзлиригә мәлум,
15бизниң ата-бовилиримиз Мисирға чүшкән болуп, биз Мисирда узақ заман туруп кәттуқ; мисирлиқлар бизгиму, бизниң ата-бовилиримизғиму яман муамилә қилди;
16биз Пәрвәрдигарға йелиниведуқ, У бизниң заримизға қулақ селип, Пәриштә әвәтип бизни Мисирдин елип чиқти. Һазир мана, биз өзлириниң чегарисиға җайлашқан Қадәш дегән бир шәһәрдә туруватимиз.  
17Әнди бизниң зиминлиридин өтүшимизгә рухсәт қилған болсила, биз етиз-ериқ вә үзүмзарлиқлардин өтмәймиз, қудуқлириңладин суму ичмәймиз; «Хан йоли» билән меңип чегарилиридин өтүп кәткичә оң-солға бурулмаймиз» — деди.
18Лекин Едомлар униңға: «Силәрниң бизниң зиминимиздин өтүшүңләргә болмайду, өтимән десәңлар қилич көтирип силәргә җәңгә чиқимиз» — деди.
19Исраиллар униңға: «Биз «көтирилгән йол» билән маңимиз, өзимиз вә маллиримиз сүйүңларни ичсәк, нәрхи бойичә һәққини беримиз; биз пәқәт пиядә өтүп кетимиз, башқа һеч тәливимиз йоқ» девиди,
20Едом падишаһи: «Яқ. Өтмәйсиләр!» деди. Едом падишаһи наһайити көп адимини башлап чиқип Исраилларға зор һәйвә көрсәтти.
21Шундақ қилип Едомлар Исраилларниң уларниң тәвәлигидин өтүшигә әнә шу йосунда йол қоймиди; шуниң билән Исраиллар Едомларниң алдидин бурулуп кәтти.
22Улар Қадәштин йолға чиқти; пүткүл Исраил хәлқи Һор теғиға кәлди.

Read Чөл-баявандики сәпәр 20Чөл-баявандики сәпәр 20
Compare Чөл-баявандики сәпәр 20:11-22Чөл-баявандики сәпәр 20:11-22