16Булар җамаәт ичидин чақирилғанлар, йәни ата җәмәт-қәбилилириниң башлиқлири, миңлиған Исраилларниң баш сәрдарлири еди.
17Шуниң билән Муса билән Һарун исми аталған бу кишиләрни башлап,
18иккинчи айниң биринчи күни пүткүл җамаәтни жиғди; улар хәлиқниң һәр бириниң қәбилә-нәсәби, ата җәмәти бойичә исмини асас қилип, жигирмә яштин жуқуриларниң һәммисини бир-бирләп тизимлиди.