Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 18

Чөл-баявандики сәпәр 18:12-18

Help us?
Click on verse(s) to share them!
12Зәйтун мейидин әң есилини, йеңи шараптин әң есилини, шундақла ашлиқтин әң есилини, йәни Исраиллар Пәрвәрдигарға атап сунған дәсләпки пишқан мәһсулатларниң һәммисини Мән саңа тәқдим қилип бәрдим.
13Улар йәрдин елип Пәрвәрдигарға атап әкәлгән дәсләпки пишқан нәрсиләрниң һәммиси сениң болсун; өйүңдики һәр бир пак адәм униңдин йесә болиду.
14Исраилда Худаға мутләқ атилидиған һәр бир нәрсә сениң болиду.
15Улар Пәрвәрдигарға атап кәлтүридиған барлиқ җаниварларниң тунҗилири, мәйли инсан яки улақ-чарпай болсун сениң болиду; һалбуки, инсанларниң тунҗилирини болса уларни төләм төләп яндурувалсун вә напак һайванларниң тунҗилирини төләм төләп яндурувалсун.  
16Төләм төләш керәк болғанлар үчүн йеши бир айлиқтин ашқанда төләм пули төләнсун; уларға сән тохтатқан баһа бойичә, йәни муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә (бир шәкәл жигирмә гәраһдур) баһа қоюп, бәш күмүч шәкәл ал.
17Пәқәт тунҗа кала, тунҗа қой яки тунҗа оғлаққа төләм алсаң болмайду; уларниң һәммиси муқәддәстур. Сән уларниң қенини қурбангаһқа чечип, мейини Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, Униңға хушбуй кәлтүридиған қурбанлиқ сүпитидә көйдүргин.
18Уларниң гөши сениң болиду; худди «көтәрмә һәдийә» қилинған төш вә оң арқа путиға охшаш, саңа тәвә болиду.

Read Чөл-баявандики сәпәр 18Чөл-баявандики сәпәр 18
Compare Чөл-баявандики сәпәр 18:12-18Чөл-баявандики сәпәр 18:12-18