40Улар әтигән таң атқанда туруп таққа чиқип: — Мана биз кәлдуқ! Пәрвәрдигар ейтқан жутқа чиқип һуҗум қилайли; чүнки биз гуна қилдуқ, — дейишти.
41— Силәр йәнә немишкә Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилисиләр? — деди Муса, — Бу иш ғәлибилик болмайду!
42Пәрвәрдигар араңларда болмиғачқа, дүшмәнниң қиличи астида өлүп, мәғлуп болмаслиғиңлар үчүн һуҗумға чиқмаңлар.
43Чүнки Амаләкләр билән Ⱪананийлар у жутта, силәрниң алдиңларда туриду; силәр қилич астида өлүп кетисиләр; чүнки силәр Пәрвәрдигардин тенип кәттиңлар, Пәрвәрдигар силәр билән биллә болмайду.
44Лекин, гәрчә Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи вә Муса баргаһтин қозғалмиған болсиму, улар йәнила өз мәйличә таққа чиқип һуҗумға өтти.
45Шуниң билән Амаләкләр билән шу тағда турушлуқ Ⱪананийлар чүшүп уларни таки Хормаһғичә қоғлап, битчит қилип қирғин қилди.