Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 11

Чөл-баявандики сәпәр 11:23-35

Help us?
Click on verse(s) to share them!
23Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Пәрвәрдигарниң қоли қисқа болуп қаптиму? Әнди көрүп баққинә, Мениң саңа дегән сөзүм әмәлгә ашуруламду-йоқ? — деди.
24Шуниң билән Муса чиқип Пәрвәрдигарниң сөзини хәлиққә йәткүзди вә хәлиқ ичидики ақсақаллардин йәтмиш адәмни таллап жиғип уларни җамаәт чедириниң әтрапида турғузди.
25Андин Пәрвәрдигар булут ичидин чүшүп, Муса билән сөзлишип, униңдики Роһтин елип йәтмиш ақсақалға қойди; Роһ уларниң үстигә қонуши билән улар бешарәт беришкә киришти. Лекин шу вақиттин кейин улар ундақ қилмиди.
26Лекин у чағда улардин икки адәм баргаһта қалди; бирисиниң исми Әлдад, иккинчиси Медад еди (улар әслидә ақсақалларниң арисида тизимланған еди, лекин ибадәт чедириға чиқмай қалған еди). Роһ уларниң үстидиму қонди вә улар баргаһ ичидә бешарәт беришкә башлиди.
27Яш бир жигит жүгүрүп келип Мусаға: — Әлдад билән Медад баргаһта бешарәт бериватиду, — деди.
28Мусаниң хизмәткари, Муса таллиған сәрхил жигитлиридин бири, Нунниң оғли Йәшуа қопуп: — И ғоҗам Муса, уларни тосуғайла, — деди.
29Лекин Муса униңға: — Сән мениң сәвәвимдин һәсәт қиливатамсән? Пәрвәрдигарниң пүтүн хәлқи пәйғәмбәр болуп кәтсә еди, Пәрвәрдигар Өзиниң Роһини уларниң үстигә қойса еди! — деди.
30Шуниң билән Муса билән Исраил ақсақаллириниң һәммиси баргаһқа қайтип кетишти.
31Әнди Пәрвәрдигар алдидин бир шамал чиқип, у деңиз тәрәптин бөдүниләрни учуртуп келип, баргаһниң әтрапиға йейивәтти; бөдүниләр баргаһниң у тәрипидиму бир күнлүк йол, бу тәрипидиму бир күнлүк йол кәлгидәк йәр йүзини икки гәз егизликтә кәлгидәк қаплиди.  
32Хәлиқ орнидин туруп пүткүл шу күни, шу кечиси вә әтиси пүтүн күн бөдүнә тутуп жиғди, әң аз дегәнлириму алаһазәл икки хомир жиғди; улар буларни баргаһниң төрт әтрапиға өзлири үчүн йейишти.
33Улар гөшни чайнап езип болмай, гөш техи чишлири арисида турғанда, Пәрвәрдигарниң ғәзиви уларға қозғилип, хәлиқни интайин еғир бир ваба билән урди.  
34Шуңа кишиләр шу йәрни «Қиброт-Һаттаваһ» дәп атиди; чүнки улар шу йәрдә нәпси тақилдиған кишиләрни йәрликкә қойған еди.
35Кейин хәлиқ Қиброт-Һаттаваһтин йолға чиқип Һазиротқа келип, Һазиротта тохтиди.

Read Чөл-баявандики сәпәр 11Чөл-баявандики сәпәр 11
Compare Чөл-баявандики сәпәр 11:23-35Чөл-баявандики сәпәр 11:23-35