21Муса: — Мән уларниң арисида туруватқан бу хәлиқтин йолға чиқалайдиған әркәкләр алтә йүз миң турса, Сән техи: «Мән уларни гөш йәйдиған, һәтта пүтүн бир ай гөш йәйдиған қилимән» дәйсән;
22әмисә қой, кала падилириниң һәммиси союлса уларға йетәмду? Яки деңиздики һәммә белиқ уларға тутуп берилсә, уларниң йийишигә йитәрму? — деди.
23Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Пәрвәрдигарниң қоли қисқа болуп қаптиму? Әнди көрүп баққинә, Мениң саңа дегән сөзүм әмәлгә ашуруламду-йоқ? — деди.
24Шуниң билән Муса чиқип Пәрвәрдигарниң сөзини хәлиққә йәткүзди вә хәлиқ ичидики ақсақаллардин йәтмиш адәмни таллап жиғип уларни җамаәт чедириниң әтрапида турғузди.
25Андин Пәрвәрдигар булут ичидин чүшүп, Муса билән сөзлишип, униңдики Роһтин елип йәтмиш ақсақалға қойди; Роһ уларниң үстигә қонуши билән улар бешарәт беришкә киришти. Лекин шу вақиттин кейин улар ундақ қилмиди.