Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 11

Чөл-баявандики сәпәр 11:12-17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
12Я мән бу пүтүн хәлиққә һамилдар болуп, уларни туғдумму? Сән техи маңа: «Сән уларни Мән қәсәм ичип уларниң ата-бовилириға мирас қилған шу йәргә йәткүзгичә, худди баққан атиси әмчәктики бовақни бағриға алғандәк бағриңға елип көтирип маң» дәватисән?
13Мән бу хәлиққә нәдин гөш тепип берәләймән? Чүнки улар маңа жиғлап: «Сән бизгә йегидәк гөш тепип бәр!» дейишмәктә.
14Мән бу хәлиқни көтиришни ялғуз үстүмгә елип кетәлмәйдикәнмән, бу иш маңа бәк еғир келиватиду.
15Әгәр Сән маңа мушундақ муамилә қилмақчи болсаң, мән өтүнүп қалай, бу харап һалитимни маңа көрсәтмәй, илтипат қилип мени өлтүрүвәт! — деди.
16Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Исраил ақсақаллири ичидин, сән йенимға тонуйдиған хәлиқ ақсақаллири вә бәгләрдин йәтмишни таллап жиққин, уларни җамаәт чедириниң алдиға әкәл. Улар сениң билән биллә шу йәрдә турсун.
17Мән шу йәргә чүшүп сениң билән сөзлишимән; вә сениң үстүңдә туруватқан Роһни елип уларниң үстигиму бөлүп қойимән. Шуниң билән улар сән билән биллә хәлиқни көтириш мәсулийитини үстигә алиду, андин сән уни өзүң ялғуз көтәрмәйдиған болисән.

Read Чөл-баявандики сәпәр 11Чөл-баявандики сәпәр 11
Compare Чөл-баявандики сәпәр 11:12-17Чөл-баявандики сәпәр 11:12-17