Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 24

Росулларниң паалийәтлири 24:8-20

Help us?
Click on verse(s) to share them!
8Уни сорақ қилип көрсилә, бизниң униңға қилған әрзлиримизниң тоғрилиғини билип йетидила!
9Сорунда болған Йәһудийларму униң ейтқанлириға қошулуп: Раст, раст, дәп шикайәтни күчәйтти.
10Валий Павлусқа сөз қилғин дәп қол ишаритини қилғанда, у мундақ деди: — Мән силиниң узун жиллардин бери бу хәлиқни сорап кәлгәнликлирини билгәчкә, хатирҗәмлик билән алдилирида өзүм тоғрамда җавап беримән.
11Асанла биләләйдилиги, мән Йерусалимға ибадәт қилишқа барғинимдин һазирғичә пәқәт он икки күнла өтти.
12Улар мениң ибадәтханида бирәр адәм билән муназириләшкинимни көрмигән, яки синагогларда яки шәһәрдә аммини топилаңға қутратқанлиғимниму һеч көрмиди.
13Улар йәнә һазир җанаблириға мениң үстүмдин қилған шикайәтлиригә һеч испатму кәлтүрәлмәйду.
14Бирақ силигә шуни етирап қилимәнки, мән улар «мәзһәп» дәп атиған йол билән меңип, Тәвратта вә пәйғәмбәрләрниң язмилирида пүтүлгәнләрниңму һәммисигә ишинип, ата-бовилиримниң Худасиға ибадәт қилимән.
15Мениң Худаға бағлиған үмүтүм барки (бу кишиләрму бу үмүтни тутиду), кәлгүсидә һәм һәққанийларниң һәм һәққанийсизларниң өлүмдин тирилиши болиду.
16Шу сәвәптин, өзүм һемишә Худа алдидиму, инсанлар алдидиму пак виҗданлиқ болушқа интилимән.
17Мән Йерусалимдин айрилғили хелә жиллар болған болуп, бу қетим у йәргә өз хәлқимгә хәйр-сәдиқә йәткүзүп бәргили вә Худа алдиға һәдийә сунғили барған едим.
18Мән бу ишларда болувататтим, бәзиләр мени тазилиниш қаидисини ада қилип болған чағда ибадәтхана һойлисида учратти; лекин мән әтрапимға адәм топлиғинимму йоқ, малиманчилиқ чиқарғинимму йоқ.
19Әмәлийәттә мени учратқанлар болса Асия өлкисидин кәлгән бәзи Йәһудийлар еди; уларниң үстүмдин шикайәтлири бар болса, әсли улар өзлири келип, силиниң алдилирида әрз қилишқа тоғра келәтти.
20Болмиса, мошу сорундикиләр алий кеңәшмә алдида турғинимда, мениңдин қандақ җинайәт тапқанлиғини ейтип бақсун!

Read Росулларниң паалийәтлири 24Росулларниң паалийәтлири 24
Compare Росулларниң паалийәтлири 24:8-20Росулларниң паалийәтлири 24:8-20