26Бу сөзни аңлиған йүз беши миң бешиниң алдиға берип: — Сиз немә иш қилай дәватисиз? Чүнки у киши Рим пухраси екән! — деди.
27Миң беши Павлусниң алдиға берип, униңдин: — Маңа ейтқин, сән растинла Рим пухрасиму? — дәп сориди. — Раст, деди у.
28— Мән наһайити жуқури баһада мошу пухралиққа егә болдум, — деди миң беши. Павлус: Амма мән туғулушумдинла шундақ! — деди.
29Шуниң билән, уни сораққа тартмақчи болған ләшкәрләр дәрһал униңдин өзлирини чәткә алди. Миң бешиму униң Рим пухраси екәнлигини билип, уни бағлатқанлиғи түпәйлидин қорқуп кәтти.
30Миң беши Йәһудийларниң Павлусниң үстидин қилған шикайитиниң һәқиқий сәвәвини билиш үчүн, әтиси уни йешип, баш каһинлар вә пүтүн алий кеңәшмидикиләрниң бир йәргә жиғилишини буйруди. Андин Павлусни елип келип, уларниң алдиға турғузди.