Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 20

Пәнд-несиһәтләр 20:16-27

Help us?
Click on verse(s) to share them!
16Ятқа кепил болған кишидин қәризгә тонини тутуп алғин; Ят хотунға капаләт бәргән кишидин капаләт пули ал.
17Алдап еришкән тамақ татлиқтур; Кейин, униң йегини шеғил болар.
18Пиланлар мәслиһәт билән бекитиләр; Пишқан көрсәтмә билән җәң қилғин.
19Гәп тошуғучи сирларни ашкарилар; Шуңа валақтәккүр билән арилашма.
20Кимики ата-анисини һақарәт қилса, Униң чириғи зулмәт қараңғусида өчәр!
21Тез еришкән мирас һаман бәрикәтлик болмас.
22Яманлиққа яманлиқ қайтурай демә; Пәрвәрдигарға тайинип күт, У дәрдиңгә йетәр.
23Икки хил тараза теши Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Сахта өлчәм қәтъий яримас.  
24Инсанниң һаятлиқ қәдәмлирини Пәрвәрдигар бәлгүләйду; Ундақта инсан өз мусаписини нәдин билсун?
25Бир нәрсисини йениклик билән «Худаға аталған!» дәп вәдә бериш, Қәсәмләрдин кейин иккилинип қайта ойлиниш, Өз җенини қилтаққа чүшүргәнгә баравәр.
26Дана падишаһ яманларни топанни соруғандәк соруветиду, Хаман тәпкәндәк тулуқ билән янҗиветәр.
27Адәмниң роһ-виҗдани — Пәрвәрдигарниң чириғидур, У қәлбниң һәр бир тәглирини тәкшүрүп пәриқ етәр.

Read Пәнд-несиһәтләр 20Пәнд-несиһәтләр 20
Compare Пәнд-несиһәтләр 20:16-27Пәнд-несиһәтләр 20:16-27