Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 20

Падишаһлар «1» 20:31-39

Help us?
Click on verse(s) to share them!
31Хизмәткарлири униңға: — Мана биз Исраилниң падишаһлирини рәһимлик падишаһлар дәп аңлидуқ; шуниң үчүн бәллиримизгә бөз бағлап башлиримизға кула йөгәп Исраилниң падишаһиға тәслимгә чиқайли. У силиниң җанлирини аярмекин? — деди.
32Шуниң билән улар бәллиригә бөз бағлап башлириға кула йөгәп Исраилниң падишаһиниң қешиға берип униңға: — Кәминилири Бән-Һадад: «Җенимни айиғайла», дәп илтиҗа қилди, деди. У болса: — У техи һаятму? У мениң бурадирим, деди.
33Бу адәмләр бу сөзни яхшилиқниң аламити, дәп ойлап, дәрһалла униң бу сөзини чиң тутувелип: — Бән-Һадад силиниң бурадәрлиридур! — деди. У: — Уни елип келиңлар, дәп буйруди. Шуниң билән Бән-Һадад униң қешиға чиқти; шуниң билән у уни қолидин тартип җәң һарвусиға чиқарди.
34Бән-Һадад униңға: — Мениң атам силиниң атилиридин алған шәһәрләрни силигә қайтуруп берәй. Атам Самарийәдә рәстә-базарлирини тиклигәндәк сили өзлири үчүн Дәмәшиқтә рәстә-базарларни тикләйла, — деди. Аһаб: — Бу шәрт билән сени қоюп берәй, деди. Шуниң билән иккиси әһдә қилишти вә у уни қоюп бәрди.
35Пәйғәмбәрләрниң шагиртлириниң бири Пәрвәрдигарниң буйруғи билән йәнә биригә: — Сәндин өтүнимән, мени урғин, деди. Лекин у адәм уни урғили унимиди.
36Шуниң билән у униңға: — Сән Пәрвәрдигарниң сөзини аңлимиғиниң үчүн мана бу йәрдин кәткиниңдә бир шир сени боғуп өлтүриду, — деди. У униң йенидин чиққанда, униңға бир шир учрап уни өлтүрди.
37Андин кейин у йәнә бир адәмни тепип униңға: — Сәндин өтүнимән, мени урғин, деди. У адәм уни қаттиқ уруп зәхмиләндүрди.
38Андин пәйғәмбәр берип өз қияпитини өзгәртип, көзлирини теңиқ билән теңип йол бойида падишаһни күтүп турди.
39Падишаһ шу йәрдин өткәндә у падишаһни чақирип: — Кәминилири кәскин җәң мәйданиға чиққан едим, вә мана, бир адәм маңа бурулуп, бир кишини тапшуруп: «Бу кишигә чиң қариғин, һәр қандақ сәвәптин у йоқап кәтсә, сән өз җениңни униң җениниң орниға төләйсән; болмиса бир талант күмүч төләйсән», деди.

Read Падишаһлар «1» 20Падишаһлар «1» 20
Compare Падишаһлар «1» 20:31-39Падишаһлар «1» 20:31-39