Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 20

Падишаһлар «1» 20:25-35

Help us?
Click on verse(s) to share them!
25Андин сили мәһрум болған қошунлириға баравәр болған йәнә бир қошунни, йәни атниң орниға ат, һарвуниң орниға һарву тәйяр қилдуруп өзлиригә жиққайла; биз түзләңликтә улар билән соқушайли; шуниң билән уларға күчлүк кәлмәмдуқ?». У уларниң сөзигә қулақ селип шундақ қилди.
26Кейинки жили әтиязда Бән-Һадад Сурийләрни едитлап толуқ жиғип, Исраил билән җәң қилғили Афәк шәһиригә чиқти.
27Исраилларму өзлирини едитлап, озуқ-түлүк тәйярлап, улар билән җәң қилишқа чиқти. Исраиллар уларниң удулида баргаһ тикливиди, Сурийләрниң алдида худди икки топ кичик оғлақ падисидәк көрүнди. Лекин Сурийләр пүткүл зиминни қаплиған еди.
28Амма Худаниң адими Исраилниң падишаһиниң қешиға келип униңға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сурийләр: Пәрвәрдигар тағ илаһидур, җилғиларниң илаһи әмәс, дәп ейтқини үчүн, Мән бу зор бир топ адәмниң һәммисини сениң қолуңға тапшуримән; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр», деди.
29Икки тәрәп йәттә күн бир-бириниң удулида баргаһлирида турди. Йәттинчи күни соқуш башланди. Исраиллар бир күндә Сурийләрдин йүз миң пиядә әскәрни өлтүрди.
30Қалғанлар Афәк шәһиригә қечип киривалди; лекин сепили өрүлүп улардин жигирмә йәттә миң адәмниң үстигә чүшүп бесип өлтүрди. Бән-Һадад өзи бәдәр қечип шәһәргә кирип ичкиридики бир өйгә мөкүвалди.
31Хизмәткарлири униңға: — Мана биз Исраилниң падишаһлирини рәһимлик падишаһлар дәп аңлидуқ; шуниң үчүн бәллиримизгә бөз бағлап башлиримизға кула йөгәп Исраилниң падишаһиға тәслимгә чиқайли. У силиниң җанлирини аярмекин? — деди.
32Шуниң билән улар бәллиригә бөз бағлап башлириға кула йөгәп Исраилниң падишаһиниң қешиға берип униңға: — Кәминилири Бән-Һадад: «Җенимни айиғайла», дәп илтиҗа қилди, деди. У болса: — У техи һаятму? У мениң бурадирим, деди.
33Бу адәмләр бу сөзни яхшилиқниң аламити, дәп ойлап, дәрһалла униң бу сөзини чиң тутувелип: — Бән-Һадад силиниң бурадәрлиридур! — деди. У: — Уни елип келиңлар, дәп буйруди. Шуниң билән Бән-Һадад униң қешиға чиқти; шуниң билән у уни қолидин тартип җәң һарвусиға чиқарди.
34Бән-Һадад униңға: — Мениң атам силиниң атилиридин алған шәһәрләрни силигә қайтуруп берәй. Атам Самарийәдә рәстә-базарлирини тиклигәндәк сили өзлири үчүн Дәмәшиқтә рәстә-базарларни тикләйла, — деди. Аһаб: — Бу шәрт билән сени қоюп берәй, деди. Шуниң билән иккиси әһдә қилишти вә у уни қоюп бәрди.
35Пәйғәмбәрләрниң шагиртлириниң бири Пәрвәрдигарниң буйруғи билән йәнә биригә: — Сәндин өтүнимән, мени урғин, деди. Лекин у адәм уни урғили унимиди.

Read Падишаһлар «1» 20Падишаһлар «1» 20
Compare Падишаһлар «1» 20:25-35Падишаһлар «1» 20:25-35