Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 20

Падишаһлар «1» 20:15-29

Help us?
Click on verse(s) to share them!
15У вақитта валийларниң ғуламлирини санивиди, уларниң сани икки йүз оттуз икки нәпәр чиқти. Андин кейин у һәммә хәлиқни, йәни барлиқ Исраилларни санивиди, уларниң сани йәттә миң нәпәр чиқти.
16Исраиллар шәһәрдин чүш вақтида чиқти. Бән-Һадад билән шу падишаһлар, йәни ярдәмгә кәлгән оттуз икки падишаһ болса чедирлирида шарап ичип мәс болушқан еди.
17Валийларниң ғуламлири жүрүштә авал маңди. Бән-һадад адәм әвәтивиди, улар униңға хәвәр берип: — «Самарийәдин адәмләр келиватиду» — деди.
18У: — Әгәр сүлһи түзүшкә чиққан болса уларни тирик тутуңлар, әгәр соқушқили чиққан болсиму уларни тирик тутуңлар, деди.
19Әнди валийларниң бу ғуламлири вә уларниң кәйнидики қошун шәһәрдин чиқип,
20һәр бири өзигә учриған адәмни чепип өлтүрди. Сурийләр қачти; Исраил уларни қоғлиди. Сурийәниң падишаһи Бән-Һадад болса атқа минип атлиқлар билән қечип қутулди.
21Исраилниң падишаһи чиқип һәм атлиқларни һәм җәң һарвулирини битчит қилип Сурийләрни қаттиқ қир-чап қилди.
22Пәйғәмбәр йәнә Исраилниң падишаһиниң қешиға келип униңға: — Өзүңни мустәһкәмләп, өзүңни убдан дәңсәп, немә қилишиң керәклигини ойлап баққин. Чүнки келәр жили әтиязда Сурийәниң падишаһи сән билән җәң қилғили йәнә чиқиду, деди.
23Сурийәниң падишаһиниң хизмәткарлири униңға мундақ деди: — «Уларниң илаһи тағ илаһи болғачқа, улар бизгә күчлүк кәлди. Лекин биз түзләңликтә улар билән соқушсақ, җәзмән уларға күчлүк келимиз.
24Әнди шундақ қилғайлиги, падишаһларниң һәр бирини өз мәнсивидин чүшүрүп, уларниң орнида валийларни тиклигәйла.
25Андин сили мәһрум болған қошунлириға баравәр болған йәнә бир қошунни, йәни атниң орниға ат, һарвуниң орниға һарву тәйяр қилдуруп өзлиригә жиққайла; биз түзләңликтә улар билән соқушайли; шуниң билән уларға күчлүк кәлмәмдуқ?». У уларниң сөзигә қулақ селип шундақ қилди.
26Кейинки жили әтиязда Бән-Һадад Сурийләрни едитлап толуқ жиғип, Исраил билән җәң қилғили Афәк шәһиригә чиқти.
27Исраилларму өзлирини едитлап, озуқ-түлүк тәйярлап, улар билән җәң қилишқа чиқти. Исраиллар уларниң удулида баргаһ тикливиди, Сурийләрниң алдида худди икки топ кичик оғлақ падисидәк көрүнди. Лекин Сурийләр пүткүл зиминни қаплиған еди.
28Амма Худаниң адими Исраилниң падишаһиниң қешиға келип униңға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сурийләр: Пәрвәрдигар тағ илаһидур, җилғиларниң илаһи әмәс, дәп ейтқини үчүн, Мән бу зор бир топ адәмниң һәммисини сениң қолуңға тапшуримән; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр», деди.
29Икки тәрәп йәттә күн бир-бириниң удулида баргаһлирида турди. Йәттинчи күни соқуш башланди. Исраиллар бир күндә Сурийләрдин йүз миң пиядә әскәрни өлтүрди.

Read Падишаһлар «1» 20Падишаһлар «1» 20
Compare Падишаһлар «1» 20:15-29Падишаһлар «1» 20:15-29