3У буни билгәндә, өз җенини қутқузмақ үчүн қечип Йәһуда тәвәсидики Бәәр-Шебаға барди. У у йәрдә өз хизмәткарини қалдуруп қоюп,
4Өзи чөлниң ичигә қарап бир күн йол маңди. У у йәрдики бир шивақниң қешиға келип униң астида олтирип, өзиниң өлүмигә тиләк тиләп: — И Пәрвәрдигар әнди болди, җенимни алғин; немила дегәнбилән мән ата-бовилиримдин артуқ әмәсмән, — деди.
5У шу шивақ астида йетип ухлап қалди. Мана бир пәриштә уни ноқуп униңға: — Қопуп, нан йегин, деди.
6У қариса бешида қизиқ чоғларда пишиватқан бир пошкал вә бир коза су туратти. У йәп-ичип йәнә ухлиғили ятти.