Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 15

Падишаһлар «1» 15:21-29

Help us?
Click on verse(s) to share them!
21Бааша бу хәвәрни аңлап, Рамаһ истиһкамини ясаштин қолини жиғип, Тирзаһқа берип турди.
22Аса падишаһ болса пүткүл Йәһуданиң адәмлирини һеч бирини қоймай чақирип жиғди; улар Бааша Рамаһ шәһирини ясашқа ишләткән ташлар билән яғачларни Рамаһтин тошуп елип кәтти. Аса падишаһ мушуларни ишлитип Бинямин зиминидики Гебани вә Мизпаһни мәһкәм қилип ясиди.
23Әнди Асаниң башқа ишлири, униң зор қудрити, униң қилғининиң һәммиси, шундақла ясиған шәһәрләр тоғрисида «Йәһуда падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? Лекин қериғанда, униң путида бир кесәл пәйда болди.
24Аса өз ата-бовилири арисида ухлиди вә Давутниң шәһиридә дәпнә қилинди. Андин униң оғли Йәһошафат орнида падишаһ болди.
25Йәһуданиң падишаһи Асаниң сәлтәнитиниң иккинчи жилида Йәробоамниң оғли Надаб Исраил үстигә һөкүм сүрүшкә башлиди; у Исраилға икки жил падишаһ болди.
26У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип атисиниң йолида меңип, атисиниң Исраилни гунаға путлаштурған гуналирида маңди.
27Лекин Иссакар җәмәтидин болған Ахияһниң оғли Бааша униңға қәст қилип, уни Филистийләрниң тәвәсидики Гиббетонда өлтүрди. Шу чағда Надаб пүтүн Исраиллар билән бирликтә Гиббетонға қоршап һуҗум қиливататти.
28Йәһуда падишаһи Асаниң сәлтәнитиниң үчинчи жилида Бааша Надабни өлтүрүп, өзи униң орнида падишаһ болди.
29Вә шундақ болдики, у падишаһ болғанда Йәробоамниң пүткүл җәмәтини чепип өлтүрди; Пәрвәрдигарниң қули Шилоһлуқ Ахияһниң вастиси билән ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, у Йәробоамниң җәмәтидин нәпәси барларни бириниму қоймай пүтүнләй йоқатти.

Read Падишаһлар «1» 15Падишаһлар «1» 15
Compare Падишаһлар «1» 15:21-29Падишаһлар «1» 15:21-29