51Әйса улардин: — Бу ишларниң һәммисини чүшәндиңларму? дәп сориди. Чүшәндуқ, — дәп җавап бәрди улар.
52Андин у уларға: — Шуңа, әрш падишаһлиғиниң тәлимигә муйәссәр болуп мухлис болған һәр бир Тәврат устази худди ғәзнисидин йеңи һәм кона нәрсиләрни елип чиқип тарқатқучи өй ғоҗайиниға охшайду, — деди.
53Әйса бу тәмсилләрни сөзләп болғандин кейин, шундақ болдики, у йәрдин айрилип,
54өз жутиға кәтти вә өз жутидики синагогта хәлиққә тәлим беришкә киришти. Буни аңлиған халайиқ интайин һәйран болушуп: — Бу адәмниң бунчивала даналиғи вә мөҗизә-карамәтлири нәдин кәлгәнду?
55У пәқәт һелиқи яғаччиниң оғли әмәсму? Униң анисиниң исми Мәрйәм, Яқуп, Йүсүп, Симон вә Йәһудалар униң инилири әмәсму?