Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Маркус - Маркус 8

Маркус 8:17-23

Help us?
Click on verse(s) to share them!
17Әйса уларниң немә дейишиватқанлиғини билип: — Немишкә нан йоқлуғи тоғрисида мулаһизә қилисиләр? Силәр техичә пәм-парасәт яки чүшәнчигә егә болмидиңларму? Қәлблириңлар техиму бихудлишип кетиватамду?
18Көзүңлар туруп көрмәйватамсиләр? Қулиқиңлар туруп аңлимайватамсиләр? Есиңларда йоқму?
19Бәш миң кишигә бәш нанни уштуғинимда, парчиларға лиқ толған қанчә кичик севәтни жиғивалдиңлар? — деди. — Он иккини, — җавап бәрди улар.  
20— Йәттә нанни төрт миң кишигә уштуғинимда, парчиларға лиқ толған қанчә севәтни жиғивалдиңлар? — деди у. — Йәттини, — Җавап бәрди улар.
21У уларға: — Ундақта, қандақсигә силәр техи чүшәнмәйсиләр? — деди.
22Улар Бәйт-Саида йезисиға кәлди; халайиқ бир кор адәмни униң алдиға елип келип, униңға қолуңни тәккүзүп қойсаң, дәп өтүнди.
23У кор адәмниң қолидин тутуп йезиниң сиртиға йетиләп барди; униң көзлиригә түкүрүп, үстигә қоллирини тәккүзүп: — Бирәр нәрсә көрүватамсән? — дәп сориди.

Read Маркус 8Маркус 8
Compare Маркус 8:17-23Маркус 8:17-23