14Улар йүз бәргән барлиқ ишлар тоғрисида сөзлишип кетивататти.
15Вә шундақ болдики, улар сөзлишип-мулаһизилишип кетиватқанда, мана Әйса өзи уларға йеқинлишип келип, улар билән биллә маңди;
16лекин уларниң көзлири уни тонуштин тутулди.
17У улардин: — Кетиветип немә ишлар тоғрилиқ муназирә қилишиватисиләр? — дәп сориди. Улар қайғулуқ қияпәттә тохтап,
18улардин Клийопас исимлиқ бири җавап берип: — Йерусалимда турупму, мошу күнләрдә шу йәрдә йүз бәргән вақиәләрдин бирдин-бир хәвәр тапмиған мусапир сән охшимамсән?! — деди.
19Вә у улардин: — Немә вақиәләр болди? — дәп сориди. «Насарәтлик Әйсаға мунасивәтлик вақиәләр!» — деди улар, — «У өзи Худаниң алдидиму, барлиқ хәлиқниң алдидиму әмәлдә вә сөздә қудрәтлик бир пәйғәмбәр болуп,
20баш каһинлар вә һөкүмдарлиримиз уни өлүм һөкүмигә тапшуруп, крестләтти.