Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 14

Йәшуа 14:1-4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Исраилларниң Қанаан зиминидин алған мираслири төвәндикидәк; Әлиазар каһин билән Нунниң оғли Йәшуа вә Исраил қәбилилиридики җәмәт-аилә башлиқлири мошу мирасларни уларға бөлүп бәргән.
2Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән тоққуз йерим қәбилә тоғрисида буйруғинидәк, уларниң һәр бириниң үлүши чәк ташлаш билән бөлүп берилди.
3Чүнки қалған икки қәбилә билән Манассәһниң йерим қәбилисиниң мирасини болса Муса Иордан дәриясиниң у тәрипидә уларға тәқсим қилған еди; лекин у Лавийларға уларниң арисида һеч мирас бәрмигән еди
4(Йүсүпниң әвлатлири Манассәһ вә Әфраим дегән икки қәбилигә бөлүнгән еди. Лавийларға болса, турушқа болидиған шәһәрләр бекитилип, шундақла шу шәһәрләргә тәвә яйлақлардин чарпайлирини бақидиған вә мал-мүлүклирини орунлаштуридиған йәрләрдин башқа уларға һеч үлүшләрни бәрмигән еди).

Read Йәшуа 14Йәшуа 14
Compare Йәшуа 14:1-4Йәшуа 14:1-4