Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 26

Чөл-баявандики сәпәр 26:14-26

Help us?
Click on verse(s) to share them!
14Булар Шимеонниң җәмәтлири болуп, җәмий жигирмә икки миң икки йүз адәм чиқти.
15Гад қәбилисидин, җәмәт бойичә, Зәфон нәслидин болған Зәфон җәмәти; Һагги нәслидин болған Һагги җәмәти; шуни нәслидин болған шуни җәмәти;
16Озни нәслидин болған Озни җәмәти; ери нәслидин болған ери җәмәти;
17Арод нәслидин болған Арод җәмәти; Арәли нәслидин болған Арәли җәмәти.
18Булар Гад әвлатлириниң җәмәтлири болуп, улар җәмәтлири бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий қириқ миң бәш йүз адәм чиқти.
19Йәһуданиң оғуллири Ер билән Онан еди; бу иккиси Қанаан зиминида өлүп кәткән.
20Йәһуданиң әвлатлири, җәмәти бойичә, Шилаһниң нәслидин болған Шилаһ җәмәти; Пәрәзниң нәслидин болған Пәрәз җәмәти; Зәраһниң нәслидин болған Зәраһ җәмәти.
21Пәрәзниң әвлатлири Һәзронниң нәслидин болған Һәзрон җәмәти; Һамулниң нәслидин болған Һамул җәмәти.
22Булар Йәһуданиң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий йәтмиш алтә миң бәш йүз адәм чиқти.
23Иссакарниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Толаниң нәслидин болған Тола җәмәти; Пуаһниң нәслидин болған Пуаһ җәмәти;
24Яшубниң нәслидин болған Яшуб җәмәти; Шимронниң нәслидин болған Шимрон җәмәти.
25Булар Иссакарниң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий атмиш төрт миң үч йүз адәм чиқти.
26Зәбулунниң әвлатлири, җәмәти бойичә, Сәрәдниң нәслидин болған Сәрәд җәмәти; Елон нәслидин болған Елон җәмәти; Җаһлийәлниң нәслидин болған Җаһлийәл җәмәти.

Read Чөл-баявандики сәпәр 26Чөл-баявандики сәпәр 26
Compare Чөл-баявандики сәпәр 26:14-26Чөл-баявандики сәпәр 26:14-26